қирғизистанда парламент әзалири сайлими өткүзүлиду
қирғизистанда сайлиғучилар 28-нойабир йәкшәнбә күни беләт ташлап, йеңи парламент әзалирини сайлап чиқиду.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистанда 21 сийасий партийә қатнишидиған вә 287 мустәқил намзат риқабәтлишидиған сайламда, 3 милйон 703 миң 420 сайлиғучи беләт ташлайду.
чәт әлләрдә йашаватқан қирғизистан пуқралириму шу күни 29 дөләттә қурулидиған 59 сандуқта беләт ташлайду.
консулханиларға тизимлатқанлар вә бийометирийәлик кимлик мәлуматлири елинғанлар, түркийәниң әнқәрә, истанбул вә анталйа вилайәтлиридә аваз берәләйду.
сайлам күни аваз бериш, шу җай вақти әтигән саәт 8 дә, (әнқәрә вақти әтигән саәт 5 тә) башлинип, чүштин кейин саәт 8 дә ахирлишиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.