һәсәнов: түркийә армийәси дунйадики әң күчлүк армийәләрниң бири

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов әзәрбәйҗан армийәсиниң нурғун әскәрлириниң түркийәдә тәрбийәләнгәнликини билдүрүп, түркийә қораллиқ қисимлириниң (TSK) дунйадики әң күчлүк армийәләрниң бири икәнликини тәкитлиди.

1731411
һәсәнов: түркийә армийәси дунйадики әң күчлүк армийәләрниң бири

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири һәсәнов ғәлибә күни мунасивити билән әзәрбәйҗанда зийарәттә болуватқан дөләт мудапиә министири һулуси акар билән өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

у: «әзәрбәйҗан армийәсиниң (бир йил илгири) баш қомандан илһам әлийевниң рәһбәрликидә (2-қарабағ урушида) әрменийә армийәсини 44 күн ичидә тармар қилип, земин пүтүнлүкини капаләткә игә қилди. әзәрбәйҗан армийәси урушта йуқири кәспий маһаритини намайан қилди. әзәрбәйҗан армийәсиниң нурғун әскәрлири түркийәдә тәрбийәләнди, түркийә армийәси дунйадики әң күчлүк армийәләрниң бири. миллитимиз, тилимиз, мәдәнийитимиз вә динимиз бир. биз бу әвзәлликләрдин вә түркийә армийәсиниң тәҗрибилиридин мувәппәқийәтлик пайдиландуқ. буни давамлаштуримиз» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз пирезидент илһам әлийевниң йолйоруқи билән уруш нәтиҗилирини тәһлил қилдуқ вә түркийә армийәсиниң әндизиси бойичә армийәни қайта тәшкилләватимиз. әзәрбәйҗан армийәси урушта түркийәдә йасалған заманиви қорал-йарағ вә оқ -дориларни ишләтти. бу интайин муһим мәсилә. түркийәниң мудапиә санаити көп тәрәққий қилди. пәқәт учқучисиз һава аппаратлиринила әмәс, бәлки йәнә түркийә өзи йасиған зәмбирәк, башқурулидиған бомба, дәл тегидиған оқлар, учқучисиз һава аппаратларға қарши үскүниләрниму ишләттуқ. әлвәттә <байрақтар учқучисз һава аппаратлири> ниму ишләттуқ.»

у ахирида, пирезидент илһам әлийевниң, «бу ғәлибә, бизниң иттипақлиқимизниң ғәлибиси» дегән сөзлирини хатирилитип: «бу пүткүл түрк дунйасиниң ғәлибисидур» деди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر