җаппаров һиндистан билән һәрбий мунасивәтләрни күчәйтишни арзу қилидиғанлиқлирини билдүрди

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров қирғизистанниң һиндистан билән һәрбий мудапиә һәмкарлиқини техиму тәрәққий қилдуруш вә күчәйтишни аруз қилидиғанлиқини билдүрди.

1718016
җаппаров һиндистан билән һәрбий мунасивәтләрни күчәйтишни арзу қилидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти садир җаппаров оттура асийа зийарити рамкисида бишкәккә йетип кәлгән һиндистан ташқи ишлар министири субрахманйам җайшанкарни һузурида қобул қилди. қобулда, қирғизистан билән һиндистан оттурисида хәвпсизлик вә һәрбий мунасивәтләр саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш музакирә қилинди.

садир җаппаров: «һиндистан билән һәрбий мудапиә һәмкарлиқини техиму тәрәққий қилдурушни вә күчәйтишни арзу қилимиз» деди.

у һиндистанниң қирғизистанниң дора тәминлигүчиси икәнликини, тоқумчилиқ санаити, сәһийә сайаһәтчилики вә башқа саһәләрдики еһтийаҗларни тәминләштиму муһим рол ойнаватқанлиқини қәйт қилди.

у йеқинқи йилларда икки дөләт оттурисидики сода омумий һәҗиминиң ешиватқанлиқини үстидә тохтилип: «қирғизистанниң енергийә, пишшиқлап ишләш санаити, йеза игилики, тиббий вә сайаһәт саһәлиригә бивастә мәбләғ җәлп қилиш үчүн һиндистан билән һәмкарлиқларни техиму күчәйтишни үмид қилимиз» деди.

һиндистан ташқи ишлар министири субрахманйам җайшанкар икки дөләт мунасивәтлирини мустәһкәмләш вә тәрәққий қилдуруш ирадисини ипадиләп, диҗиталлишиш, сәһийә вә сайаһәт саһәлиридики мәбләғ селиш лайиһәлиригә әһмийәт беришкә тәййар икәнликлирини қәйт қилди.

у икки дөләт мунасивәтлири оттурисида қирғизистанниң иҗтимаий иқтисадий тәрәққийати үчүн муһим әһмийәткә игә 1.5 милйон долларлиқ һәдийә йардими тоғрисида келишим имзаланғанлиқини әскәртти.

қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң мәлуматлирида көрситилишичә, һиндистан билән қирғизистан дипломатик мунасивәт орнатқан 1992-йили 18-марттин буйан һәмкарлиқ пиринсиплирини өз ичигә алған ортақ хитабнамә вә истратегийәлик шериклик мунасивәтлириниң орнитилишиға мунасивәтлик ортақ хитабнамә билән җәмий 62 келишим имзаланған.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر