уйғур түрклири канадада бир чиркавни җамәгә айландурди

канадада 148 йиллиқ тарихқа игә черкав җамәгә айланди.

1710919
уйғур түрклири канадада бир чиркавни җамәгә айландурди

түркийә авази радийоси хәвири: кармел теғи черкави 1873-йили селинған болуп, канада уйғур түрклириниң ислам вә мәдәнийәт мәркизи сүпитидә хизмәт қилидиған болди.

торонто вә униң әтрапида йашайдиған уйғур түрклири 1873-йили тройда селинған черкавни сетивелип җамәгә айландурди.

җамәниң ечилиш мурасимида зийапәт берилди вә дуалар қилинди.

мурасимға, черкавниң әң ахирқи попи робин вилкийму қатнашти.

робин вилкий мурасимда қилған сөзидә, канада хәлқиниң узун йил ибадәт қилған чиркавиниң башқа бир дин мәнсуплири үчүнму ибадәт қилидиған җай болушни давамлаштуридиғанлиқидин хушал болғанлиқини ейтти.

җамәдә һәм ибадәт, һәм тәлим-тәрбийә хизмәтлириниң берилидиғанлиқи елан қилинди.

өз нөвитидә йәнә, мәдәнийәт мәркизи сүпитидиму хизмәт қилидиған җамәниң рамизан ейидин бурун (2022-йили 2-апрелда) ибадәткә ечилиши мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر