өзбекистан 215 мәһбусни кәчүрүм қилди

өзбекистанда «мустәқиллиқ байрими» мунасивити билән пирезидент шәвкәт мирзийойев тәрипидин имзаланған қарарнамә арқилиқ 215 мәһбус кәчүрүм қилинди.

1698877
өзбекистан 215 мәһбусни кәчүрүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидент мәһкимиси ахбарат васитилири ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, пирезидент шәвкәт мирзийойев, 1 – сентәбир күни тәбриклинидиған «өзбекистанниң 30 – йиллиқи хатирә күни» мунасивити билән, «қилмишлириға пушайман қилған вә ипадиси йахшиланған мәһбуслар» ниң кәчүрүм қилинишиға мунасивәтлик қарарнамәни имзалиған.

байанатта тәкитлинишичә, қарарнамәгә асасән күчүрүм қилинидиған 215 мәһбустин 142 си қойуп берилидикән, 73 мәһбусниң болса җаза муддити қисқартилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر