түрк җумһурийәтлириниң ахбарат васитилири вә учур һәмкарлиқи

авроасийаға нәзәр - 69

1626472
түрк җумһурийәтлириниң ахбарат васитилири вә учур һәмкарлиқи

3 – нөвәтлик түрк кеңиши ахбарат васитилири вә учур ишлириға мәсул министирлар вә алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини

абдрәсул исһақо

2021-йили, 10 – апрел күни, бакуда әзәрбәйҗан муавин пирезиденти, пирезидент мәһкимиси ташқи сийасәт ишлири мәсули һикмәт һаҗийевниң саһибханилиқида, 3 – нөвәтлик  түрк кеңиши ахбарат васитилири вә учур ишлириға мәсул министирлар вә алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини чақирилди. йиғинға, қазақистан, қирғизистан, венгирийә, өзбекистан вә түркийәдин алий дәриҗилик рәһбәрләр қатнашти.

түрк кеңишиниң баш катипи бағдад амрейев, йиғинниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, ахбарат васитилири вә учур һәмкарлиқиниң муһим ишлар күнтәртипидики мәсилиләрниң бири икәнликини тәкитлиди. арқидин, қазақистан җумһурийити учур вә иҗтимаий тәрәққийат ишлири муавин министири әсқәт оралов, қирғизистан  җмһурийити мәдәнийәт, учур, тәнтәрбийә вә йашлар министири қайрат иманалийев, венгрийә җумһурийити дөләт бихәтәрлик ишлири сийасити министири петер сзтарай, өзбекистан җумһурийити пирезидент мәһкимиси учур вә аммиви хәвәрлишиш оргининиң рәиси әсәдҗан хоҗайев вә түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун қатарлиқлар нутуқ сөзләп, ахбарат васитилири саһәсидики һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди.

йиғин ахирида, тәрәпләр «2021-2022 – йиллиқ һәрикәт пилани» ни тәстиқлиди, һәмдә мунасивәтлик пирограмминиң иҗра қилинишиға рәһбәрлик һәм назарәт қилиш үчүн,  әза дөләтләрниң йуқири дәриҗилик вәкиллиридин тәркиб тапқан түрк кеңиши ахбарат васитилири маслаштуруш комитети қурушни қарарлаштурди. буниңдин башқа йәнә,  һөҗҗәтләрдин ортақ бәһрилиниш келишимнамиси (FTP) көлчикиниң йошурун күчини әң зор дәриҗидә ашуруш, әза дөләтләрниң ортақ тарихи вә мәдәнийити тоғрисида һәр хил син материйаллирини ортақ ишләпчиқиришни көпәйтиш вә ахбарат васитилири мутәхәссислири үчүн алмаштуруш пирограммилири вә тәрбийәләш курслири тәшкилләш мәсилилиридиму ортақ тонуш һасил қилди. йиғинда, тәрәпләр, хәлқара түрк хәвәр қанили қуруш, рәсмий ахбарат васитилири органлири оттурисидики һәмкарлиқини күчәйтиш вә әза дөләтләрниң миллий телевизийә қаналлири ара һәмкарлиқни чоңқурлаштурушниң зөрүрлүкини тәкитлиди. һәйәт мәсуллири йәнә, түрк кеңиши нөвәтчи рәислик вәзиписиниң түркийә җумһурийитигә өтүши сәвәблик, 2021-йили түркийәдә «хәлқара ахбарат васитилири мунбири» йиғини чақириш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

түрк кеңишигә әза дөләтләрниң ахбарат васитилири вә учур саһәлиридә һәмкарлиқини мустәһкәмләватқанлиқи кишини хушал қилиду. йиғинда қарар қилинған түрк кеңиши ахбарат васитилири маслаштуруш комитетиниң қурулуши наһайити тоғра бир қәдәм болди.

мәрһум чиңгиз айтматов, түрк дунйасини дунйаға тонуштуридиған бир телевизийә қанили қурушниң зөрүрлүкини оттуриға қойғаниди. бакудики йиғинда қобул қилинған хәлқара түрк хәвәр қанили қуруш қарари, мәшһур йазғучиниң ирадисиниң әмәлгә ешиватқанлиқидин дерәк бериду. шуни изаһлаш һаҗәтки, түрк кеңишигә әза дөләтләрниң телевизийә қаналлири түркийәниң түрксат сүний һәмраһи арқилиқ тарқитилиду.

гәрчә түрк җумһурийәтлири мустәқил болғанлиқиға 30 йил болған болсиму, лекин, түрк дунйаси һәр хил сәвәбләр түпәйлидин бир-бирини йетәрлик дәриҗидә тонуйалмиди. йиғинда қобул қилинған ахбарат васитилири вәкиллири ара учур вә тәҗрибә алмаштурушни ашуруш, материйалдин ортақ пайдилиниш хизмитини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш, ахбарат васитилири мунбири йиғинлири чақириш қарарлири бу кәмтүклүкни түгитиду. түркий хәлқләр ахбарат васитилири сайисида бир-бирини техиму йахши тонуғансери, түрк җумһурийәтлири оттурисидики һәмкарлиқ техиму күчийиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر