өзбекистанниң йәнә икки шәһиригә истанбулдин айропилан учушлири башлиниду

өзбекистан қатнаш министирлиқиға қарашлиқ хәлқ авиатсийә идариси түркийә авиатсийә ширкитиниң истанбулдин ургәнч вә фәрғанәгә нөвәтчи айропилан учушлириға иҗазәт бәрди.

1625304
өзбекистанниң йәнә икки шәһиригә истанбулдин айропилан учушлири башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан қатнаш министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, түркийә авиатсийә ширкитиниң нөвәттә ташкәнт вә сәмәрқәнткә қатнаватқанлиқи әскәртилди вә түркийә авиатсийә ширкитиниң истанбулдин ургәнч вә фәрғанәгә қатнишиға рухсәр берилгәнлики уқтурулди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу алдинқи айда өзбекистанда учришишларда болған вә өзбекистан тәрәп билән икки дөләт оттурисидики нөвәтчи айропиланлар саниниң көпәйтилишини музакирә қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر