өзбекистанда йеза игилики-йеза ишлири министирлиқи мәслиһәтчиликигә түрк мутәхәссис тәйинләнди

өзбекистан йеза игилики министири җәмшид хоҗайевниң мәслиһәтчилики вәзиписигә вә министирлиқ қармиқидики деһқанларни тәрбийәләш мәркизиниң мудирлиқиға түрк мутәхәссис муһәммәд сәдат қолҗуоғлу тәйинләнди.

1624987
өзбекистанда йеза игилики-йеза ишлири министирлиқи мәслиһәтчиликигә түрк мутәхәссис тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан йеза игилики-йеза ишлири министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта әскәртилишичә, испарта йеза игилики-йеза ишлири идарисидин пинсийәгә чиққан,  тәхминән 2 йилдин буйан өзбекистанда бир ширкәтниң баш директори сүпитидә вәзәпә өтәватқан қолҗуоғлу, йеза игилики-йеза ишлири министири җәмшид хоҗайев имзалиған қарарға асасән, министирниң баш мәслиһәтчиликигә вә министирлиқ қармиқидики деһқанларни тәрбийәләш мәркизиниң мудирлиқиға тәйинләнгән.

илгири йеза игилики-йеза ишлири министирлиқида деһқанларни тәрбийәләш, кеңәйтиш вә йеза игиликини тәрәққий қилдуруш ишлири мутәхәссиси сүпитидә вәзипә өтигән қолҗуоғлу, министир мәслиһәтчилики вәзиписидә, дөләттә деһқанларни тәрбийәләш , йеза игилики саһәсидә йеңилиқ йаритиш техникисини йолға қойуш, хәлқаралиқ һәмкарлиқлар вә түркийәниң йеза игилики саһәсидики тәҗрибилиридин пайдилиниш қатарлиқ саһәләрдә хизмәт қилидикән.

шуниң билән бир вақитта, у,  дунйа банкисиниң йардәмлири вә йезиларни тәрәққий қилдуруш лайиһәлири даирисидә, өзбекистанда деһқанларни тәрбийәләш пирограммилириниң тәрәққий қилдурулуши вә дөләт миқйасида башқа деһқанларни тәрбийәләш мәркәзлириниң қурулушиға йетәкчилик қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر