әлийев путин билән телефонлашти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонда көрүшти.

1618078
әлийев путин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, қарабағниң вәзийити, районда тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилиши, районниң иқтисадий тәрәққийати, қатнаш линийәлириниң қайтидин шәкилләндүрүлүшигә алақидар паалийәтләр  һәққидә сөһбәт өткүзүлгән, шундақла, русийә пирезиденти виладимир путин билән әрменийә баш министири никол пашинйанниң пайтәхт москвада алдинқи елип барған учришишниң  нәтиҗилири оттуриға қойулған.

икки рәһбәр, учур – алақә ишлирини түрлүк сәвийәләрдә актиплаштуруш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر