әзәрбәйҗанда мина партлаш вәқәси йүз бәрди

әрменийә күчлири көмүп қойған минаниң партлиши нәтиҗисидә әзәрбәйҗанлиқ бир пуқра һайатидин айрилди.

1545102
әзәрбәйҗанда мина партлаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан баш тәптиш мәһкимисиниң билдүрүшичә, әзәрбәйҗанниң ишғалдин азад қилинған ағдам вилайитиниң шаһбулақ йезисида, әрменийә күчлири көмүп қойған минаниң партлиши нәтиҗисидә, бир пуқра һайатидин айрилған, бир пуқра билән бир әскәр йариланған. вәқәдин кейин тәкшүрүш башланған.

баш тәптиш мәһкимиси, әзәрбәйҗан пуқралирини ишғалдин азад қилинған земинлар миналардин толуқ тазилинип болғанға қәдәр бу җайларға кирмәслик тоғрулуқ агаһландурған.

илгириму әрменийә күчлири көмүп қойған миналарниң партлиши нәтиҗисидә, әзәрбәйҗанлиқ бәш пуқра һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر