әрменийә тағлиқ қарабағда уруш тохтитишқа йәнә хилаплиқ қилди

әрменийә қисимлири тағлиқ қарабағда уруш тохтитиш келишимигә йәнә хилаплиқ қилди.

1544506
әрменийә тағлиқ қарабағда уруш тохтитишқа йәнә хилаплиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи ишғалийәттин азад қилинған җайларда әрменийә тәрәпниң уруш тохтитишқа хилаплиқ қилиш арқилиқ иғвагәрчилик һәрикәтлиридә болғанлиқини елан қилди.

байанатта, әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири тәрипидин вахтида тегишлик җаваб қайтурулғанлиқи вә һазир уруш тохтитиш келишимигә риайә қилишни башлиғанлиқи билдүрүлди.

әзәрбәйҗан армийәси 27 – сентәбирдә башлиған тағлиқ қарабағдики земинини ишғалийәттин азад қилиш һәрикитидә ғәлибә қилғандин кейин, әрминийә 10 - нойабирда уруш тохтитиш келишими имзалашқа мәҗбур болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر