әзәрбәйҗан армийәси йәнә 9 йезини азад қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев йәнә 9 йезиниң әрменийә күчлиридин азад қилинғанлиқини җакарлиди.

1518806
әзәрбәйҗан армийәси йәнә 9 йезини азад қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пуқраларни һуҗум нишани қиливатқан әрменийә армийәсигә қайтурма зәрбә берип, ғәлибисери алға илгириләватқан әзәрбәйҗан армийәси, худавәрдили, гурбатәпә, шаһвәләдли, хубйарли, аладин, вәҗнәли, қавдалиғ, мәмәр вә моллали йезилирини әрменийәдин қайтурувалди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, әзәрбәйҗан армийәси ишғалдин азад қилған җайлар һәққидә аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә учур һәмбәһирлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر