түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә манивирда, алаһидә қисимлар маһарәт көрсәтти

түркийә билән әзәрбәйҗанниң һава вә қуруқлуқ қисимлири давамлаштуриватқан кәң – көләмлик бирләшмә һәрбий маневир даирисидә, алаһидә қисимлар һәр хил һәрбий һәрикәтләрни елип барди.

1469642
түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә манивирда, алаһидә қисимлар маһарәт көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, синарийәгә асасән алаһидә қисимлар тик учар айропилан билән қуруқлуққа чүшүрүлгән.

алаһидә қисимлар қийин йәр шараитида истратегийилик вә һәрбий муәссисәләргә бесип кериш һәркити елип берип, нишанни игиләш мәшқини утуғлуқ билән ишқа ашурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر