америкада мутәһәм әрмәнләр әзәрбәйҗанлиқларға һуҗум қилди

американиң лос анҗелес шәһиридә әрменийәниң әзәрбәйҗанға қилған һуҗумиға наразлиқ намайиши өткүзгән әзәрбәйҗанлиқларға әрмәнләр һуҗум қилди.

1459843
америкада мутәһәм әрмәнләр әзәрбәйҗанлиқларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң лос анжелеста турушлуқ консулханисидин игиләнгән учурларға асасланғанда, 21 – ийул күни консулхана бинаси алдида әрмәнләр намайиш өткүзгән. әрмәнләр бинани чөридәп әзәрбәйҗанға қарши һуҗум вә иғвагәрчилик характерлиқ шоарларни товлиған. буниңға қарита әзәрбәйҗанлиқларму консулхана алдида йиғилип, әрмәнләрни тосмақчи болған.

бу җәрйанда «қарабағ әзәрбәйҗанға мәнсуп», «хоҗаилиға адаләт», «әрменийә һуҗумлирини тохтат!» дегән пилакатлар билән қарши намайиш тәшкиллигән әзәрбәйҗанлиқларға әрмәнистанлиқ намайишчилар һуҗум қилған.

райондики сақчилар һуҗумниң алдини алалмиған, вәқәдә бирси айал болуп, җәмий 7 әзәбәйҗанлиқ йариланғандин башқа йәнә бир сақчиму бешидин йариланған.

баш консул нәсими ағайев лос анҗелес сақчи башлиқи мишел мор билән алақилишип, әрмәнләрниң һуҗуминиң алди елинмиғанлиқини шикайәт қилған. сақчи башлиқи мор йүз бәргән ишлар үчүн кәчүрүм сорап, өзлириниң бу мәсилини әстайидил тәкшүридиғанлиқини ейтқан.

әзәрбәйҗан консулханиси бу мәсилини лос анҗелес шәһәрлик һөкүмәт мәсуллириға йәткүзүп,  һуҗум қилғучиларниң балдуррақ ениқлиниши вә сотқа тартилиши үчүн керәклик қәдәмләрниң ташлинилишини тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر