сардаба су амбири тосмисиниң өрүлүп чүшүшидин кейин түркистандин 30 миң адәм тарқақлаштурулди

өзбекситандики бир су амбири тосмисиниң өрүлүп чүшүши сәвәбидин чегра райониға җайлашқан қазақистанниң түркистан районидин 30 миң кшии тарқақлаштурулди.

1411040
сардаба су амбири тосмисиниң өрүлүп чүшүшидин кейин түркистандин 30 миң адәм тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркистан валийси умирзак шукейев байанат берип, өзбекситанниң сардаба су амбири тосмисиниң өрүлүп чүшүшидин кейин, амбарға қуйулидиған су миқдарини азайтиш мәқситдиә соғириш қаналлирини ачқанлиқлирини, бу сәвәбтин түркистан өлкисидики 631 өйни су бесип кәткәнликини ейтти.

шукейев, су апити сәвәбидин 14 йезидин 30581 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини әскәртти.

түркистан валийлиқ мәһкимисиниң бу һәқтики байанатида, су апити хәвпи сәвәбидин бәзи йезиларда еқинлар вә йол бойлириға қум халтилириниң тизилғанлиқи билдүрүлди.

өзбекситанда йағқан шиддәтлик һөл – йеғин сәвәбидин 1 – майда сардаба су амбири тосмиси қисмән өрүлүп чүшүп, йүзләрчә өй су астида қалған, 56 адәм йариланған, 70 миң адәм райондин тарқақлаштурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر