ташкәнттә «түркийә бурслири» тонуштурулди

«түркийә бурслири» (түркийә оқуш мукапати) пирограммиси, өзбекстан пайтәхти ташкәнттә тонуштурулди.

1353604
ташкәнттә «түркийә бурслири» тонуштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлләрдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) өзбекстан йашлар иттипақи бинасида «түркийә оқуш мукапати» пирограммисини тонуштуруш йиғини өткүзди. йиғинға, нурғун өзбекистан йашлири иштирак қилди.

йиғинда, түркийәниң ташкәнттики әлчиханисиниң учур-алақә мәслиһәтчиси давут газибәли сөз қилди. й т б хәлқара оқуғучилар башқармисиниң башлиқи әһмәт атабаш «түркийә оқуш мукапати» пирограммиси һәққидә мәлумат бәрди.

әһмәт атабаш 208 универстети болған түркийәниң йолға қойған оқуш мукапати пирограммисиға, 170 дөләттики оқуғучиларниң илтимас қиливатқанлиқини билдүрди.

у түркийәниң һәр йили толуқ курс, магестирлиқ вә докторлуқта оқуйдиған 4 миңға йеқин чәт әллик оқуғучиға оқуш мукапати бериватқанлиқини, һазирму түркийәдики универстетларда оқуватқан өзбекстанлиқ 800 оқуғучиға мукапат бериливатқанлиқини қәйт қилди.

у түркийәдики универстетларда оқуватқан өзбекстанлиқ оқуғучиларниң санини көпәйтиш вә оқушида утуқ қазанған өзбекстан йашлирини түркийәдә оқутушни халайдиғанлиқлирини әскәртти.

у тонуштуруш пирограммиси даирисидә, өзбекстан мухбирлири вә йашларниң соаллириға җаваб бәрди.

у өзбекстандики учришишлири даирисидә, өзбекстан алий маарип министирлиқи, «әл йурт үмиди» вәхпи вә һәр қайси өзбекстан универстетлирида бир қатар учришишларни елип барғанлиқлирини, бу учришишларни кейинму давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилди.

у учришишларда, өзбекстанниң мунасивәтлик рәһбәрлиригә түркийә оқуш мукапати һәққидә мәлумат бәргәнликлирини билдүрүп, өзбекстан мәсуллириниң мәзкур пирограммиға қизғин позитсийәдә болғанлиқини, өзбекстан оқуғучилириниң өзлиригә түркийәдә оқумақчи болған кәсип тоғрисидики тәклиплирини йәткүзгәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر