бакуда 20-йанвар қәтлиами хатириләнди

әзәрбәйҗан мустәқиллиқиниң символиға айланған вә тарихта «қанлиқ йанвар» дәп йезилған 20-йанвар қәтлиаминиң қурбанлири хатириләнди.

1344095
бакуда 20-йанвар қәтлиами хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан хәлқи 1990-йили йүз бәргән қәтлиамда җенидин айрилғанларни хатириләш үчүн баку шеһитләр қәбристанлиқиға сәл болуп ақти. шеһитзарлиқ алдида узун өчрәтләр һасил болди. қәбриләр алдиға гүл қойулди вә дуалар оқулди.

пирезидент илһам әлийев дөләт әрканлири билән қәбристанлиқта өткүзүлгән мурасимға қатнашти. мурасимда, әзәрбәйҗан миллий марши оқулди. илһам әлийев әбәдий атәш мунариға гүлчәмбирәк қойди. әзәрбәйҗан хәлқи шу йәр вақти саәт 12:00 дә барлиқ шеһитләр үчүн бир минут сүкүттә турди. бу җәрйанда, һазар деңизи саһилидики парахотлар, метро-пойизлар вә аптобуслар дүдүк чалди.

1990-йилиниң башлирида, әрмәнләрниң ешип барған земин тәләплиригә вә сабиқ советләр иттипақиға наразилиқ билдүргән әзәрбәйҗан хәлқи, бакуниң азадлиқ мәйданида топлинип, узунғичә йиғилиш өткүзди. 20-йанвар йиғилишни тарқитиветиш үчүн бакуниң охшимиған җайлириға киргән 26 миң кишилик совет қизил армийәси, айаллар вә кичик балиларни өз ичигә алған 147 пуқрани қирғин қилди, йүзләрчә кишини йаридар қилди.

шеһитләр йүз миңларчә кишиниң қатнишиши астида, көз-йашлар ичидә гүл-чечәкләр билән бүгүнки күндә «шеһитләр һийабани» дәп атилидиған қәбристанлиққа йәрликкә қойулди.

әзәрбәйҗан хәлқи 30 йилдин буйан һәр йили 20-йанварда, қоллирида 20-йанвар қурбанлириниң символиға айланған қизил қәләмпурларни көтүргиничә шеһитзарлиққа келип мурасим өткүзүп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر