қазақистанда йеза игилик вә чарвичилиқ йәрмәнкиси ечилди

қазақистанниң пайтәхти нурссултанда 24  дөләттин 300 дин артуқ ширкәт қатнашқан йеза игилик вә чарвичилиқ йәрмәнкиси ечилди.

1293333
қазақистанда йеза игилик вә чарвичилиқ йәрмәнкиси ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: көрмә йәрмәнкә мәркизидә ишқа ашурулған йеза игилик вә чарвичилиқ йәрмәнкиси « KazAgro ve KazFarm 2019» ниң ечилиш мурасимға, қазақистанда паалийәт елип бериватқан чәт әл баш әлчилири, баш әлчихана хадимлири вә көп санда меһманлар тәкип билән қатнашти. мурасимдин кейин зийарәтчиләр йәрмәнкә саһәсини айланди.

мәлуматларға қариғанда, йәрмәнкигә, қазақистан, түркийә, авистирийә, беларусийә, әнглийә, венгирийә, германийә, данийә, һиндистан, иран, испанийә, италийә, хитай, голландийә, русийә, силовакийә, финландийә, украина, шивейтсарийә вә естонийә қатарлиқ 24 дөләттин 300 дин артуқ ширкәт қатнашмақта икән. йәрмәнкидә, йеза игилик вә чарвичилиқта ишлитилидиған технологийәләр, машинилар, түрлүк сортлуқ уруқлар, химийәлик вә башқа мәһсулатлар көргәзмә қилинмақта икән. йәрмәнкә җүмә күни ахирлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر