қазақистанда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинди

қазақистанда муддәттин бурун өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида нөвәттики пирезидент қасим җөмәрт токайев ғәлибә қилди.

1215534
қазақистанда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан мәркизий сайлам комитети, токайевниң омумий авазниң %70.76 сигә еришип, пирезидентлиқ сайлимида ғәлибә қилғанлиқини уқтурди.

«иҗтимаий пикир» институти башлиқи айнур мажетова мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, дөләт миқйасидики 325 сайлам мәркизидә 13 миң 200 беләт ташлиғучи арисида әлрайини синаш тәкшүрүши елип барғанлиқлирини, тәкшүрүшкә қариғанда, коммунистлар хәлқ партийәси намзати жамбел аһмәтбековниң %3.86؛ қазақистан демократийә партийәси «ақ йол» намзати данийа йеспайеваниң %5.82؛ «хәлқниң тәқдири» намзати амирҗан косановниң %15.39؛ хәлқ демократик вәтәнпәрвәрләр партийәси намзати толеутай раһимбековниң болса, %3.3 авазға еришкәнликини қәйт қилди.

мажетова йәнә, қазақистан уйушмилар җәмийитиниң намзати амангәлди таспиховниң %1.41؛ «бүйүк бозқир бүркүтлири» иҗтимаий бирлики намзати садибек тугәлниң болса, %0.86 авазға еришкәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر