түркийәму қирғизистанға нота бәрди

қирғизистанниң пайтәхти бишкәккә йеқин орок йезисида 5 - ийунда хәлқ арисида йүз бәргән малиманчилиқ сәвәбидин қизғизистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси қубаничбек өмүралийев ташқи ишлар министирлиқиға чақирилип нота берилди.

1214891
түркийәму қирғизистанға нота бәрди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәнбәлириниң билдүришичә, вәқәдин кейин орок йезисиға барған түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси җәнгиз камил фиратқа «дөләтниң ички ишиға арилашти» дегән әйибләш билән қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин нота берилгән болуп, буниңға қарши түркийәму қизғизистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси қубаничбек өмүралийевни ташқи ишлар министирлиқиға чақирип нота бәргән. 

қирғизистан баш әлчиси қубаничбек өмүралийевға түркийә баш әлчиси җәнгиз камил фиратниң вәзиписиниң тәқәззасиға уйғун һәрикәт қилғанлиқи, қирғизистанниң ички ишлириға арилишидиған һечқандақ иш йоқулуқи вә түркийә билән қирғизистан оттурисидики мунасивәтләрниң һәр даимқиға охшаш қериндашлиқ асасида илгирилиши арзу қилинидиғанлиқи җикиләнгән.

аһиска түрклири зич олтурақлашқан орок йезисида 5 - ийун күни йашлар арисида талаш тартиш йүз берип, вәқә йоғинап кәткән вә йезидики түркийә пуқралири билән бир әлчихана хадими йезиға қапсилип қалған болуп, буниңға қарита түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси җәнгиз камил фират дәрһал һәрикәткә өтүп, қирғизистан даирилириниңму хәвири болған асаста пуқраларниң мәсилисигә бивастә көңүл бөлүш үчүн орук йезисиға барған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر