түркийә өзбекистанниң 5 - чоң сода шерикигә айланди

түркийә билән өзбекистан арисидики сода һәҗиминиң бу йилниң дәсләпки 4 ейида %26.1 ешип, 730 милйон 600 миң долларға йәтти.

1209065
түркийә өзбекистанниң 5 - чоң сода шерикигә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән өзбекистан арисидики сода һәҗиминиң бу йилниң дәсләпки 4 ейида %26.1 ешип, 730 милйон 600 миң долларға йәтти, түркийә өзбекистанниң 5 – чоң сода шерики болди.

өзбекистан дөләтлик истатистика комитети байанат берип, түркийәниң өзбекистанниң омумий ташқи содисидики пейиниң %5.8 гә йәткәнликини билдүрди.

түркийә, бу йилниң дәсләпки 4 ейида хитай, русийә, қазақистан вә җәнубий корейәдин кейинки 5 – чоң сода шерики болди.

икки дөләт оттурисидики сода һәҗими бу йилниң дәсләпки 4 ейида %26.1 ешип, 730 милйон 600 миң долларға йәтти؛ бу мәзгилдә өзбекистанниң түркийәгә қилған експорти 347 милйон 100 миң доллар, түркийәдин қилған импорти 383 милйон 500 миң доллар болди.

2019 – йилиниң йанвар – апрел айлирида 2 милйард 552 милйон 100 миң долларлиқ ташқи сода вә %20.3 лик пай билән хитай, өзбекистанниң әң чоң сода шерики болған болса, 1 милйард 998 милйон 800 миң долларлиқ ташқи сода вә %15.9 лик пай билән русийә иккинчи, 1 милйард 54 милйон 400 миң долларлиқ ташқи сода вә %8.4лик пай билән қазақистан үчинчи қатардин орун алди.

түркийә билән өзбекистан арисидики сода һәҗими кткән йили %39.9 ешип, 2 милйард 171 милйон 800 миң долларға йәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر