бишкәк қурулғанлиқиниң 141 – йиллиқи тәбрикләнди
қирғизистанниң «тәңри тағлири» ниң етикигә җайлашқан бир милйон нопусқа игә пайтәхти бишкәк шәһири қурулғанлиқиниң 141 – йиллиқи түрлүк паалийәтләр арқилиқ тәбрикләнди.
түркийә авази радийоси хәвири: бишкәк шәһириниң сабиқ совет иттипақи дәвридә «фрунзе» дәп атилидиған вә қирғиз хәлқи мустәқиллиққа еришкән 1991 – йили «бишкәк» кә өзгәртилгән исми, түркистандин хитайғичә созулидиған «йепәк йоли» бойидики қирғиз қәбилилириниң өз йуртиға қайтишини ишқа ашурған бир қирғиз қәһриманға аиттур.
бишкәк шәһири қурулғанлиқиниң 141 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири даирисидә уда икки күн һәрқайси наһийәләрдә консертлар берилди, нахша – уссул номурлири көрситилди, көргәзмиләр ечилди вә тәнтәрбийә мусабиқилири уйуштурулди. тәбрикләш паалийәтлириниң ахирқи күни шәһәрдики «алатов» чоң мәйданида йәрлик вә чәт әл сәнәтчиләрниң иштирак қилишида берилгән консерт даирисидә, бишкәк шәһәрлик симфонийә оркестириниң орунлишида килассик музика номурлири орундалди.
консертқа, бишкәк шәһәр башлиқи әзиз сурақматов, вилайәтлик мәҗлис әзалири, бийурократлар вә сабиқ шәһәр башлиқлири иштирак қилди, һәмдә нутуқ сөзлиди.
өзбекистанлиқ даңлиқ нахшичи фаруһ закиров, өзбекистанда туғулған русийәлик даңлиқ наишичилардин соәдинанаму сәһнигә чиқти.
хәлқ вә сайаһәтчиләрниң қизғин алқишиға еришкән консерт етилдақларниң етилиши билән ахирлашти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду
өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.