түркийә билән әзәрбәйҗан армийәси ортақ һәрбий манивер өткүзиду

түркийә билән әзәрбәйҗан армийәси май ейида әзәрбәйҗанда ортақ һәрбий манивер өткүзиду.

1187863
түркийә билән әзәрбәйҗан армийәси ортақ һәрбий манивер өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән әзәрбәйҗан армийәси бу йил 1-майдин 3-майғичә болған арилиқта әзәрбәйҗанда ортақ һәрбий манивер өткүзиду.

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, икки дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқ даирисидә өткүзүлидиған һәрбий маниверға қатнишидиған түркийә әскәрлириниң әзәрбәйҗанға йетип кәлгәнлики билдүрүлди.  

«мустапа камал ататүрк 2019»нами берилгән бу қетимқи һәрбий маниверға қатнишидиған түркийә әскәрлири әзәрбәйҗанда һәрбий мурасим билән күтүвелинди.

бу қетимқи һәрбий маниверни өткүзүштики мәқсәтниң һәрбий саһәләрдики тәҗрибиләрни өз-ара алмаштуруш арқилиқ икки дөләт армийәси оттурисидики һәмкарлиқ мунасивитини техиму күчәйтиш икәнлики билдүрүлди.

һәрбий маниверға әскәрләрдин сирт һәрбий машинилар, топчи қисимлар, ракетамийотлар, айропилан вә тик учарлар, шундақла һава мудапиә системилири қатнаштурулиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر