тәләфәр түркмәнлириниң йуртиға қайтиши давамлашмақта

ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң зулмидин қечип түркийәдин панаһлиқ тилигән тәләфәрлик түркмәнләрниң йуртиға қайтиши давамлашмақта.

1176534
тәләфәр түркмәнлириниң йуртиға қайтиши давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә уда 4 йил турғандин кейин өз ихтийарлиқи билән йуртиға қйайтқан тәләфәрлик түркмәнләр «‹йәһйава› мусапирлар лагери» ға орунлашти.

«‹йәһйава› мусапирлар лагери» ниң мәсули шуәйб қасапоғлу бу һәқтә елан қилған байанатида, йеқинқи икки ай ичидә тәхминән 50 тәләфәрлик түркмән аилиниң ираққа қайтқанлиқини вә вақитлиқ «‹йәһйава› мусапирлар лагери» ға орунлашқанлиқини ейтти.

мусулда террорлуқ тәшкилати даештин азад қилиш һәрикити җәрйанида даеш әзалири билән ирақ дөләт хәвпсизлик күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунуш сәвәбидин тәләфәрдә көп санда өйниң вәйран болғанлиқини әскәрткән  қасапоғлу, шу вақитта өй - маканлирини  тәрк әткәнләрниңму йуртиға қайтмиғанлиқини қәйт қилиш билән бир вақитта, тәләфәр вә башқа түркмән районлирини қайтидин қуруп чиқиш үчүн һөкүмәтниң дәрһал һәрикәткә өтүши лазимлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر