қирғизистан - таҗикистан чеграсида пуқралар сүркилиши йүз бәрди
таҗикистанниң қирғизистан чегралири ичигә җайлашқан ворух йезисида таҗик вә қирғиз пуқралири арисида сүркилиш йүз берип, бир таҗикистан пуқраси җенидин айрилди.
түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан чегра мудапиә қисимлири қоманданлиқи байанат берип, қирғизистан чегралири ичидә қалған таҗикистанға тәвә ворухта икки дөләт пуқралири арисида сүркилиш йүз бәргәнликини билдүрди.
сүркилишниң, ворух йезисиға йеқин дәталашлиқ җайда қирғизистан әмәлдарлириниң һөкүмәтләр ара түзүлгән келишимгә хилап һалда йол елишиға таҗикистан пуқралириниң етираз билдүрүшидин кейин йүз бәргәнлики қәйт қилинди.
таш, калтәк вә ов милтиқлириниң ишлитилгәнлики билдүрүлгән вәқәдә, бир таҗикистанлиқниң һайатидин айрилғанлиқи, 10 әтрапида таҗикистанлиқниң йариланғанлиқи әскәртилди.
сүркилиштин кейин қирғиз әмәлдарлар, таҗикистандин ворухқа баридиған йолни тақивәтти.
мәзкор йолдин кетиватқан икки минибустики 30 нәпәр таҗикистан пуқраси қирғизистан тәрипидин бир муддәт тутуп қелинди.
чеградики вәзийәт һәр икки чегра мудапиә қисимлири тәрипидин контроллуқ астиға елинғанлиқи, рәсмий даириләрниң мәсилигә алақидар сөһбәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.