қазақистанда һөкүмәт вәзиписидин истепа бәрди

қазақистанда һөкүмәт пирезидент нурсултан нәзәрбайевниң тәлипигә бинаән вәзиписидин истепа бәрди.

1150575
қазақистанда һөкүмәт вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент нурсултан нәзәрбайевниң иқтисадниң көплигән саһәлиридә иҗабий өзгиришләрниң қолға кәлтүрүләлмәслики сәвәбидин һөкүмәтниң вәзиписидин истепа беришини тәләп қилишидин кейин, бақитҗан сагинтайев рәһбәрликидики һөкүмәт вәзиписидин истепа бәрди.

нурсултан нәзәрбайев бу һәқтә елан қилған байанатида, һөкүмәтниң вәзиписидин истепа беришини тәләп қилиш қарариниң, қазақистанниң келәчики үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, дөләтниң иҗтимаий вә иқтисадий әһвалида алдинқи йилларда муқим һаләттә алға илгириләш көрүлгәнликини, лекин, нөвәттә иҗабий өзгиришләрниң қолға кәлтүрүүләлмигәнликини әскәртиш билән бир вақитта, йеңи һөкүмәтниң хәлқниң турмуш сәвийәсини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүши, иқтисадий тәрәққийатни йәниму илгири сүрүши, истиратегийәлик нишанларға йетиш йолида муһим қәдәмләрни ташлишиға тоғра келидиғанлиқини тәкитлиди.

нурсултан нәзәрбайевниң бу байанатидин кейин, пирезидент мәһкимиси тәрипидин елан қилинған «пирезидент қарарнамиси» да, һөкүмәтниң истепасиниң қобул қилинғанлиқи, муавин баш министир әсқәр маминниң вақитлиқ баш министирлиққа тәйинләнгәнлики, ички кабент әзалириниң йеңи һөкүмәт қурулғанға қәдәр вәзипә өтәшни давамлаштуридиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر