иран пирезиденти: дөләттики түркмәнләр һакимийәттин техиму көп орун елиши керәк

иран пирезиденти һәсән руһани дөләттики түркмәнләрниң һакимийәттин техиму көп орун елиши лазимлиқини ейтти.

1126986
иран пирезиденти: дөләттики түркмәнләр һакимийәттин техиму көп орун елиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: руһани гүлистан өлкиси зийарити  җәрйанида бәргән байанатида, ирандики түркмәнләрниң һакимийәттин техиму көп орун елиши лазимлиқини, һөкүмәтниңму бу мәсилидә, болупму охшимиған етник гуруппилар вә мәзһәптикиләрниң һакимийәт ишлириға техиму актип қатнишишини ишқа ашуруш үчүн  наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бизниң қаришимизчә, сүннийләр билән түркмәнләр һакимийәттин техиму көп орун елиши лазим, чүнки улар бу һәқтә лайақәтликтур. җүмлидин мәлуматлиқ вә истидатлиқ кишиләрдин пайдилинишимиз керәк, бу уларниңму һоқуқи болуп, тоғрисиму шудур. һөкүмитимиз җәнубий вә шималий районларда түрлүк һәқ – һоқуқлардин мәһрум қалған районларға қарита хизмәт ишлимәктә, дәрвәқә, бу районлардин бири түркмәнләр йашаватқан районлардур. бу нуқтида һөкүмитимиз һәр җәһәттин наһайити муһим қәдәмләрни ташлаватиду, нөвәттә иранда түркмән, сүнний вә айаллардин баш әлчи, һаким, муавин валий  вә баш мудир сүпитидә вәзипә өтәватқанлар бар. дөлитимизниң бу һәқтә техиму көп тиришчанлиқ көрситишигә тоғра келиду, һакимийәт ишлирида айалларға % 30 орун берилиши лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر