шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурғучиси рауф дәнкташ хатириләнди

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурғучи җумһур рәислиридин рауф раиф дәнкташ вапатиниң йәттинчи йиллиқи хатириләнди.

1125346
шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурғучиси рауф дәнкташ хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: қибрис түрк хәлқиниң әркинликини қолға кәлтүрүш күришидә муһим орун тутидиған сабиқ җумһур рәис рауф раиф дәнкташ, вапатиниң йәттинчи йиллиқида унтулуп қалмиди. шималий қибрис түрк җумһурийитиниң баф районида 1924-йили 27-йанвар дунйаға кәлгән дәнкташ 1930-йили башланғуч мәктәптә оқуш үчүн истанбулға әвәтилгән. кейинчә қибрисқа қайтқан вә 1941-йили әнглийәниң ләфкошадики мәктипини пүткүзгән.

рауф дәнкташ мәктипини пүткүрүп узун өтмәй, қибрис түрк хәлқиниң әркинликини қолға кәлтүрүш күришиниң рәһбири доктор фазил күчүк (кичик) чиқарған «хәлқниң авази гезити» дә мақалә йезишни башлиған.

у бир мәзгилгичә газимағусада тәрҗиман, сот мәһкимилиридә мәмур вә әнглийә мәктипидә оқутқучи болуп хизмәт қилған. у 1944-йили қанун кәспи бойичә «линколин ин» (Lincoln's Inn) дә оқуш үчүн әнглийәгә барған. 1947-йили қибрисқа қайтип адвокатлиқ вә тәптишлик хизмитини қилған вә 1956-йили баш тәптиш дәриҗисигичә өскән.

у 1949-йили айдин дәнкташ билән өйләнгән. 1955-йили қибрис арилини гиретсийәгә қетиш арзуси болған еносисқа қарши күрәшкә вә қибрис түрклириниң е о ка (EOKA) террорлуқ тәшкилатиға қарши күришигә йетәкчилик қилған.

рауф дәнкташ 1958-йили 1-авғуст «түрк мукавәмәт (ойғиниш) тәшкилати» (TMT) ни қурған вә румларниң түрк йезилириға һуҗум қилишиға наразилиқ билдүргән намайишларни тәшкиллигән. у шу йили түрк җамаәт мәҗлиси билән иҗраийә комитетиниң рәисликигә сайланған. 1960-йили 16-авғуст күни 650 кишилик түрк биригадиси магосаға қәдәм басқан. у 1963-йилдики вәқәләрдин кейин, учришишларда болуш үчүн пайтәхт әнқәрәгә кәлгән вә бир базған билән қибрисқа қайтип, түрк қаршилиқ көрситиш һәрикитини тәшкилләшкә башлиған.

у 1964-йили өткүзүлгән лондон конферансидин кейин, қибрис рум һакимийитиниң тунҗи рәһбири макарийос тәрипидин «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилинған. у 1967-йили қибрис арилиға мәхпий кәлгинидә тутулуп қалған болуп, көп күч чиқириш нәтиҗисидә түркийәгә қайтуруп берилгән. 1968-йили чәклимә әмәлдин қалдурулғандин кейин, қибрисқа қайтқан.

рауф дәнкташ 1968-йили қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн тунҗи музакирәләрни башлиған болуп, қибрис рум һакимийитиниң сабиқ рәһбәрлиридин спирос киприйану, йоргос василийу, глафкос клеридес вә тасос пападопулос қатарлиқлар билән бир қанчә йилға созулған музакирәләрни өткүзгән.

у 1970-йили өткүзүлгән сайламда түрк җамаити мәҗлисиниң рәисликигә сайлинип, сийасий һайатини башлиған. у 1973-йилиғичә қибрисниң муавин пирезиденти вә қибрис түрк һөкүмитиниң пирезиденти болған. 1975-йили 13-феврал қибрис түрк федератсийә дөлити елан қилинғандин кейин, мәҗлис башлиқи вә дөләт пирезиденти болған.

рауф дәнкташ асасий қанунниң тәлипи бойичә 1976-йили өткүзүлгән сайламда қибрис түрк дөлитиниң пирезидентлиқиға сайланған вә 1981-йили өткүзүлгән сайламда иккинчи нөвәт пирезидентлиққа сайланған. 1983-йили қибрис түрк җумһурийити елан қилинғандин кейин, қурғучи җумһур рәислик вәзиписини тапшурувалған. у 1990- вә 1995-йиллирида өткүзүлгән сайламлардиму иккинчи һәмдә үчинчи нөвәт шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәиси болған.

у 2012-йили 13-йанвар 88 йешида аләмдин өткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر