кәркүктә «қәйсәри базири» да от апити йүз бәрди
нопусиниң көпинчиси түркмәнләрдин тәшкил тапидиған ирақниң кәркүк шәһәр мәркизигә җайлашқан вә османли империйәси дәвридә бәрпа қилинған «қәйсәри базири» да от апити йүз бәрди.
1095644
түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк шәһәрлик от өчүрүш идарисиниң ахбарат васитилири ишлири мәсули қәйс кәркүклиниң билдүрүшичә, «қәйсәри базири» да намәлум сәвәбләр түпәйли йүз бәргән от апитидә, базардики 400 дин артуқ дукан вәйран болған. апәттин кейин районға онларчә өт өчүрүш аптомобиллири әвәтилгән болуп, от апити йерим кечидә йүз бәргәнлики үчүн, адәм өлүш әһвали көрүлмигән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.