түркийә – молдавийә мунасивәтлири

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң гагавузийә аптоном райониға қилған зийарити вә түркийә – молдавийә мунасивәтлири.

1080817
түркийә – молдавийә мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йеқинда молдавийә вә молдавийә терротерийәсидики гагавузийә аптоном районида дөләт ишлири зийаритидә болди. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, җумһур рәис әрдоғанниң бу зийарити вә түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири һәққидә тохтилип өтимиз.  

йеқинда молдавийәниң түрк ели болған гагавузийә аптоном райони тарихий бир зийарәткә саһибханилиқ қилди. түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йеқинқи 19 йил ичидә молдавийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған тунҗи җумһур рәис сүпитидә зийаритиниң иккинчи күнини гагавузийә аптоном райониға аҗратти.

әрдоған 2018 – йили 18 – өктәбир күни молдавийә пирезиденти игор додон билән бирликтә гагавузийә аптоном райониниң пайтәхти комратқа барди. додон билән бирликтә тик учар айропиландин чүшүшидә гагавузийә аптоном райониниң рәиси ирина влаһ тәрипидин қарши елинған әрдоғанни гагавузийә түрклири түркийә байриқини ләпилдәткән һалда қизғин қарши алди һәм сөйгүсини изһар қилди.

шәһәрдики пирограммиси даирисидә иҗраийә һәйити бинасиға өткән җумһур рәис әрдоған, бу йәрдә додон вә вилаһ билән үч тәрәплик учришиш елип барди.

җумһур рәис әрдоған иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә лайиһәләрни мурасим арқилиқ ишқа кириштүрди. буниңдин башқа йәнә, бәргән сигналлири вә елан қилған йеңи лайиһәлири биләнму сабиқ совет иттипақи җуғрапийәсиниң көлими кичик болсиму, әмма сийасий қурулмиси мурәккәп дөлитидә түркийәниң қудрәтлик күч сүпитидә мәвҗудийитини давамлаштуруватқанлиқини тәкитлиди.

әрдоғанниң зийарити даирисидә гагавузийә аптоном райониниң пайтәхти комратта түркийә тәрипидин бәрпа қилинған балилар тәлим - тәрбийә мәркизи, дохтурхана вә балилар йеслиси, тамамән йеңиланған мәдәнийәт мәркизи, гагавузийә аптоном райониниң мәдәнийәт пайтәхти дәп аталған «чадир лунга» да йашанғанлар санаторийәсиниң ечилишини ишқа кириштүрди.

вулканесштниң су қийинчилиқини һәл қилидиған ул әслиһә қурулушлири лайиһәсиниң ишқа кириштүрүлгәнликиниму комраттики нутиқида әрдоған биваситә уқтурди.

җумһур рәис әрдоған келәр йили комратта наһайити чоң тәлим - тәрбийә мәркизи қурулушиниң башлинидиғанлиқини тәкитлиди. әрдоған тәрипидин берилгән йәнә бир муһим мәлумат болса, комратта әң қисқа вақит ичидә түркийә баш консулханисиниң ечилиши билән мунасивәтлик иди.

әрдоған зийаритигә чәксиз һайаҗан илкидә тәййарланған хиристийан түрк миллити болған гагавузларға муһим сигналларни бәрди. бу сигналларниң ичидә әң диққәт қозғайдиғини, һәрқандақ бир милләтниң өз мәвҗудийитини сақлап қелиштики әң муһим алмилниң, өз ана тилни қоғдаш вә бир гәвдиликни ишқа ашурушқа алақидар сигнал иди.

җумһур рәис әрдоған гагавузларни өз дөлити молдавийәниң рәсмий тилини пишшиқ өгиниши вә ишлитишиниң зөрүрлүки тоғрулуқ агаһландуруш билән бир вақитта, өз ана тиллириға саһиб чиқишқа чақирди.

толиму әпсуски, гагавуз түркчисини ишлитишкә алақидар наһайити ечинишлиқ әһвал бардур. чүнки түркийәниң сәмимий тиришчанлиқлири вә кәң даирилик иқтисадий йардимигә қаримай, гагавузийә аптоном райони дегүдәк өз ана тилида сөзлишәлмәйдиған бир районға айлинип қалди.

гагавузийә аптоном райони үч рәсмий тиллиқ бир райондур. 1995 – йили қобул қилинған қанунға асасән, гагавуз түркчиси, молдавийәчә, русчә  гагавузийә аптоном райониниң рәсмий тиллири һесаблиниду.

нопусиниң % 82 ти гагавуз түрклиридин тәшкил тапидиған районда русчә еғир салмақни игиләйду, бу әһвал болупму шәһәрләрдә алаһидә көзгә челиқиду. йеза – қишлақлар ана тил җәһәттин бирқәдәр йахши вәзийәттә, оттура йашлиқлар вә йашанғанлар гагавуз түркчисинә билсиму, лекин, балилар вә йашлар өз ана тилини һеч билмәйду, йаки наһайити аз билиду.

гагавуз түркчиси пәқәт нахшиларда, мәсәлләрдә, чоңлар билән сөзләшкәндә вә түркийәниң йардими билән мулазимәт қиливатқан бирқанчә кичик ахбарат оргинидила ишлитилмәктә, халас.

түркийә 1991 – йили мустәқиллиқ елан қилған молдавийә җумһурийитини 1991 – йили декабирда етирап қилди. икки дөләт оттурисида 1992 – йили 3 – феврал күни дипломатик мунасивәт орнитилди.

түркийәниң молдавийә билән болған мунасивәтлириниң қануний асаси һесаблинидиған «достлуқ вә һәмкарлиқ келишими» 9 – җумһур рәис сулайман дәмирәлниң 1994 – йили 2 – 3 – ийун күнлири молдавийәгә қилған зийарити җәрйанида имзаланди.

икки дөләт оттурисида «өзара виза рәсмийәтлирини бикар қилиш келишими» 2012 – йили нойабирда имзаланди.

йеқиндин буйан икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр барғансери мустәһкәмләнмәктә. бу даиридә көплигән алий дәриҗилик рәһбәрләр зийарәтлири елип берилди. бу нуқтидин елип ейтқанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийарити наһайити зор әһмийәткә игә.

2016 – йиллиқ истатискилиқ мәлуматларға қариғанда, түркийәниң молдавийәгә қарита експорти 189 милйон доллар, молдавийәдин қилған импорти болса 124 милйон доллар болуп, икки дөләт оттурисидики сода омумий соммиси 313 милйон долларға йәткән.

түркийә билән молдавийә оттурисида имзаланған «әркин сода келишими» 2016 – йили 1 – нойабир күнидин етибарән иҗра қилинишқа башлиди.

түркийә гагавузийә аптоном райониға халисанә йардәм бериватқан бирдинбир дөләт һесаблиниду. бу әһвал, районға аздур – көптур көңүл бөлидиған һәр бир кишигә айан, әлвәттә.

түркийәниң райондики тәсири әң күчлүк инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилати һесаблинидиған түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниң васитиси арқилиқ ишқа ашуруватқан инсанпәрвәрлик йардәмлириниң даириси интайин кәң болуп, гагавузийә аптоном райониниң әң муһим қийинчилиқлиридин бири болған ичимлик су мәсилиси, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниң йардәмлири арқилиқ һәл қилинди.

гагавузийә радийо – телевизийәсиниң ул әслиһә қурулушлирини мустәһкәмләштин ататүрк кутубханисиниң қурулушиғичә, комрат университетиға йардәм бериштин йашанғанлар санаториийәсигә, хәлқ мәҗлиси бинаси, тәнтәрбийә заллири вә дохтурханиларниң ремонт қилинишидин балилар йәслилири һәм мәктәпләрниң селинишиғичә йүзләрчә лайиһә түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин ишқа ашурулди.

түркийә әнә шундақ инсанпәрвәрлик йардәмләрни бериватқан болушиға қаримай, гагавузийә аптоном райониниң йаки молдавийәниң ички ишлириға қәтий арилашқини йоқ. әксичә, районда муқимлиқ актийори сүпитидә актип рол ойнимақта.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң комратта бәргән төвәндики байанатиниму бу даиридә анализ қилишимизға тоғра келиду: «молдавийәниң земин пүтүнлүки бизгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә.»

түркийә усийә билән ғәрбниң молдавийә мәсилисидә нопуз талишиш риқабитидә гагавузийә аптоном райониниң козерға айлинип қелишини халимайду. молдавийәму түркийәниң гагавузийә аптоном районидики нопузини «муқимлиқниң капалити» дәп қаримақта.

бу нуқтидин елип ейтқанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң гагавузларниң молдавийә билән бир гәвдилишишини вә пүтүнлүшишини һәмишә тәкитлиши наһайити зор әһмийәткә игә. буни, һәм өз ана тиллирини унтуп қелиш хәвпигә дуч кәлгән гагавузларға қарита, һәм молдавийәдики руминийә билән бирлишиш тәрәпдарлириға вә уларниң ғәрблик қоллиғучилириға қарита, һәмдә сабиқ совет иттипақи җуғрапийәсидики нопуз риқабитидә һәрқандақ бир тәдбирни ишлитиштин қилчә айанмайдиған русийәгә қарита берилгән сигнал, дейиш мумкин.

йиғип ейтқанда, бу зийарәт бизгә шуни испатлап бәрдики, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң район билән қойуқ алақиси вә кәскин позитсийәси, йавропа билән русийә оттурисида қапсилип қалған хиристийан түркләр үчүн чиқиш йоли һесаблиниду. башқичә ейтқанда, түркийәниң алдимиздики мәзгилдә гагавуз түрклиригә бериватқан инсанпәрвәрлик йардәмлириниң даирисини техиму кеңәйтидиғанлиқини кесип ейталаймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر