түркмәнистан – нато мунасивәтлири вә түркийә

түркмәнистан – нато мунасивәтлири вә бу мунасивәтләрниң түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири.

1076705
түркмәнистан – нато мунасивәтлири вә түркийә

түркийә авази радийоси: йавроасийа райониниң истиратегийәлик әһмийәткә игә дөләтлиридин бири болған түркмәнистанниң шималий атлантик әһди тәшкилати билән болған мунасивәтлири изчил тәрәққий қилмақта. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, түркмәнистан – нато мунасивәтлири вә бу мунасивәтләрниң түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири һәққидә тохтилип өтимиз.  

йавроасийаниң һалқилиқ дөләтлиридин бири һесаблинидиған түркмәнистанниң шималий атлантик әһди тәшкилати билән болған мунасивәтлири сабиқ совет иттипақиниң йемирилишидин кейинла 1992 – йили март ейида башланди.

түркмәнистанму сабиқ совет иттипақиға әза башқа дөләтләргә охшашла кейинчә йавропа – атлантик һәмраһлиқ кеңишигә өзгәртилгән шималий атлантик кеңишигә әза болди.

1992 – йили ийулда йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң һелсинкидә чақирилған башлиқлар йиғинида, түркмәнистан пирезиденти сәпәрмурат түркмәнбаши, түркмәнистанниң ташқи сийаситидә «битәрәплик пиринсипи» ға әмәл қилидиғанлиқини җакарлиди. бирақ бу, 1994 – йили майда түркмәнистанниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң «тинчлиқ үчүн һәмраһлиқ» пирограммисиға дахл болушиға тосалғу болалмиди.

иҗабий тәрәпсизликтин даимий тәрәпсизликкә айландурулған салаһийәт, 1995 – йили декабирда бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши тәрипидин рәсмий етирап қилинди. шундақтиму, түркмәнистан шу йили «тинчлиқ үчүн һәмраһлиқ» пирограммиси даирисидә тунҗи кишилик һәмраһлиқ пирограммисини қобул қилип, шималий атлантик әһди тәшкилати билән давамлиқ һәмкарлашти.

шималий атлантик әһди тәшкилатиниң түркмәнистанға қарита көңүл бөлүшиниң йәниму йүксәк сәвийәгә йетиши нәтиҗисидә мундақ өзгиришләр оттуриға чиқти:

2003 – йили авғуст ейида «һазар деңизи» саһиллиридики түркмәнбаши шәһири әтрапида өткүзүлгән вә 2500 түркмән әскири қатнашқан «асуда вәтән» намлиқ «терроризмға қарши  күрәш» һәрбий манивериға шималий атлантик әһди тәшкилати көзәткүчилириму қатнашти.

бирақ, оттура асийадики қошнилириниң дәл әксичә, түркмәнистан шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қоллиши астида өткүзүлгән һәрбий маниверларға һеч қатнашмиди, пәқәт бәзидә көзәткүчиләрни әвәтти, халас.

бу, һәр түрлүк районлуқ иқтисадий, сийасий йаки бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқ нишан қилинған паалийәтләргә қатнишишни рәт қилған пирезидент түркмәнбашиниң йолға қойған тәрәпсизлик сийаситигә, битәрәп туруш салаһийитигә тамамән уйғун келәтти. шуни тәкитләш һаҗәтки, башқа оттура асийа дөләтлиригә селиштурғанда, түркмәнистан билән шималий атлантик әһди тәшкилати оттурисидики өзара һәмкарлиқ чәклик даиридә қалди.

түркмәнбашиниң вапатидин кейин, 2007 – йили февралда өткүзүлгән сайламлар нәтиҗисидә % 89.23 авазға еришкән қурбангули бәрдимуһәммәдов түркмәнистанниң иккинчи пирезидентлиқиға сайланди.

қурбангули бәрдимуһәммәдов түркмәнистанниң шималий атлантик әһди тәшкилатини өз ичигә алған ташқи дунйа билән болған мунасивәтлирини қайтидин җанландуруш үчүн бирқатар қәдәмләрни ташлиди. 2007 – йили нойабирда бәрдимуһәммәдов бирйусселдики шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһини зийарәт қилди. бу йәрдә шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җаап де һоп сичеффер билән бир йәргә җәм болди.  

учришишта, тәрәпләр оттура асийадики бихәтәрлик мәсилиси тоғрулуқ музакирә елип барди, шуниң билән бир вақитта, «тинчлиқ үчүн һәмраһлиқ» пирограммиси даирисидә вә нато ниң афғанистандики ISAF  күчиниң бир парчиси сүпитидә түркмәнистан билән нато оттурисида һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилди.

2008 – йили апрел ейида пирезидент бәрдимуһәммәдов бүкрәштә чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашти. буни, түркмәнистанниң хәлқаралиқ нопузини күчәйтиш, «битәрәплик пиринсипи» ға изчил әмәл қилиш сийаситигә чәклимә қойуш вә дипломатийә сийаситиниң даирисини кеңәйтиш йолида ташланған қәдәмлири дейиш мумкин.

һазирқи күндиму түркмәнистан ортақ көңүл бөлидиған саһәләр даирисидә шималий атлантик әһди тәшкилати билән һәмкарлиқ асасида изчил паалийәт елип бармақта. түркмәнистан даирилири шималий атлантик әһди тәшкилати вә тәшкилатқа әза дөләтләр тәрипидин ишқа ашурулуватқан түрлүк курсларға қатнашмақта.

түркмәнистан шималий атлантик әһди тәшкилатиниң «тинчлиқ вә бихәтәрлик үчүн билим» пирограммиси даирисидә, нато билән актип һәмкарлиқ орнатмақта. бу пирограмма нәтиҗисидә оттуриға чиққан өзгиришләр, түркмәнистандики интернет мулазимити хизмитиниң йәниму тәрәққий қилишида түрткилик рол ойниди. буниңдин башқа йәнә, түркмән академикларға вә йаш алимларға хәлқаралиқ илмий җәмийәтләр билән тәтқиқат саһәлиридә һәмкарлиқ орнитиш земини һазирлап бәрди.

түркмәнистанниң битәрәп дөләт сүпитидә рәсмий салаһийити шималий атлантик әһди тәшкилати билән болған һәмкарлиқиға тосалғу болуватқини йоқ. бирақ, йеқин кәлгүсидә түркмәнистанниң чәклик даиридики иштирак қилиш сийаситини қайтидин көздин кәчүрүши вә нато билән болған мунасивәтлирини техиму қойуқлаштуруши натайин. чүнки, даимий битәрәп салаһийити, түркмәнистанниң русийә, хитай вә ғәрб билән болған мунасивәтлиридә тәңпуңлуқни сақлап қелишида вә һәрқандақ бир районлуқ лагерға әза болуштин өзини чәткә елишида муһим рол ойнимақта.

бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, түркмәнистанниң йәр шари характерлик иқтисадий күчләр билән бир гәвдилишиш вә қошна дөләтләр һәм хәлқаралиқ тәшкилатлар билән техиму зич һәмкарлишиш вә дийалог орнитиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлирини нәзәрдин сақит қиливәткили болмайду.

бу нуқтидин елип ейтқанда, пирезидент қурбангули бәрдимуһәммәдовниң һәрбий ислаһат вә заманивийлишиш нишанини тамамлаш арзуси, шималий атлантик әһди тәшкилати билән техиму зич һәмкарлиқ орнитиши үчүн пурсәт йаритип бериши мумкин.

шималий атлантик әһди тәшкилатиниң иккинчи чоң армийәси болған түркийә, түркмәнистанниң нато билән болған мунасивәтлиригә иҗабий қаримақта вә қизғин қоллимақта. түркийә билән түркмәнистан түрк дунйасида «түркләрниң оғуз қәбилиси» гә мәнсуп дөләтләр һесаблиниду.

алдимиздики басқучта, икки дөләт оттурисидики сийасий, иқтисадий вә мәдәнийәт мунасивәтлирини техиму чоңқурлаштуруш нишан қилинған кәң даирилик истиратегийәлик пиланлар түзүлүши керәк. бу пиланлар оттура вә узақ мәзгиллик бир нуқтиийнәзәр даирисидә «дөләт сийасити» сүпитидә иҗра қилиниши лазим.

районлуқ иқтисадий сийасәтләрниң йол қойулушида аммиви тәшкилатлар, дөләт органлири, университетлар вә тәтқиқат орунлири ара паал һәмкарлиқ орнитилиши вә маслаштуруш хизмити ишқа кириштүрүлүши зөрүр.

түркийә җумһурийити түркмәнистанда паалийәт елип бериватқан вә муһим лайиһәләрни ишқа ашуруватқан түркийәлик хусусий ширкәтләргә йардәм бериши вә назарәт қилиши лазим. бу ширкәтләр арисидики мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқанлирини тәшвиқ қилип, йаман үлгә болуватқанлирини сиқип чиқириши вә тосалғу болуши шәрт. шуниң билән бир вақитта, түркийә бу ширкәтләрниң йуқири дәриҗилик мәсуллири вә техник хадимлиридин  аммиви сийасәтни йолға қойуш мәқситидә пайдилиниши, уларни лобичилиқ паалийәтлиридә ишлитиши керәк.

йиғип ейтқанда, түркмәнистанниму өз ичигә алған түркий җумһурийәтләр шәк – шүбһисиз һалда түркийәниң ташқи сийаситиниң тәңпуңлуқ издиниши ичидики муһим бир нуқтини тәшкил қилиду. бу нуқтидин елип ейтқанда, тарихий риштидин сирт йәнә, түркийәниң реал дипломатийә сийаситиниң йөнилишини бәлгиләштә түркмәнистан өзигә хас алаһидиликлири билән наһайити зор рол ойнимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر