үч перезидент сариағачта ғәйрий рәсмий учришиш өткүзди

қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев, русийә пирезиденти виладимир путин вә өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев сариағач шәһиридә көрүшти.

1072695
үч перезидент сариағачта ғәйрий рәсмий учришиш өткүзди
putin-nazarbayev-mirziyoyev1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезидентлиқ мәһкимиси түнүгүн йазма байанат елан қилип, нурсултан нәзәрбайев, виладимир путин вә шәвкәт мирзийайевларниң дөләтниң түркистан өлкисигә қарашлиқ сариағач шәһиридә ғәйрий рәсмий учришиш өткүзүп сода, иқтисад, мәдәнийәт вә исаний темилар бойичә дөләтләр ара һәмкарлиқ мәсилиси тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

байанатта йәнә, 3 пирезидентниң, дөләтләрниң мустәқил дөләтләр бир гәвдиси вә башқа хәлқаралиқ органлар даирисидики өзара тәсирлири, район вә хәлқараниң күнтәртипидики мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر