истанбулдики йеңи айродурумдин бакуға айропилан белити сетилишқа башлиди

түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши истанбулдики йеңи айродурумидин әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға айропилан белитиниң етибар баһада сетилишқа башлиғанлиқини ейтти.

1071706
истанбулдики йеңи айродурумдин бакуға айропилан белити сетилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: әкши аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, 29 – өктәбир күни ечилидиған истанбулдики йеңи айродурумидин әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға айропилан белитиниң етибар баһада сетилишқа башлиқини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға истанбулдики йеңи айродурумимиздин айропилан белити  етибар баһада йанфон вә интернеттин сетилишқа башлиди. һава қатнишини алди билән әзәрбәйҗан билән шималий қибрис түрк җумһурийитидин ибарәт икки қериндаш дөләткә қарита ишқа ашуруш билән башлаймиз. йолучилиримизни 31 – декабирғичә йеңи айродурумимиздин етибар баһада сетилидиған беләтләрни сетивелишқа вә бу һәқтики мулазмәтлиримиздин бәһримән болушқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر