түрк кеңиши кеңийиш басқучида

түрк кеңиши йғининиң түркийәниң дипломатийә сийаситигә болған тәсири.

1063487
түрк кеңиши кеңийиш басқучида

түркийә авази радийоси: буниңдин бирқанчә һәптә илгири түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң 6 – нөвәтлик алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини ишқа ашурулди. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, бу қетимқи йиғин вә бу йиғинниң түркийәниң дипломатийә сийаситигә болған тәсири һәққидә тохтилип өтимиз.  

2018 – йили қирғизистанниң чолпан ата шәһиридә түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши) ниң 6 – нөвәтлик алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини өткүзүлди. йиғинниң асаслиқ темиси «йашлар вә  миллий тәнтәрбийәләр» иди. қирғизистан пирезиденти сооронбай җенбековниң саһибханилиқида чақирилған йиғинға, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев вә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев қатнашти. буниңдин башқа йәнә, йиғинға өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев билән венгирийә баш министири виктор орбанму шәрәп меһмини сүпитидә иштирак қилди.

соғуқ уруш дәври ахирлашқандин кейин техичә тамамланмиған бир өзгириш басқучиға қәдәм қойған хәлқаралиқ түзүмдики бу өзгириш  мусаписиниң қандақ ахирлишидиғанлиқини һечким толуқ биләлмәйду. лекин, бәзи йөнилишләрниң йеқин кәлгүсидә наһайити муһим рол ойнайдиғанлиқи оттуриға чиқмақта.

пул – муамилә паалийәтлири, сода – иқтисадий һәрикәтләр вә технологийәлик өзгиришләрниң даириси дөләттин һалқиған һалда барғансери кеңәймәктә. бу әһвал мәнпәәт гуруппилири билән һәр хил милләтләргә мәнсуп шәхсләрни чегра сиртида мәнпәт даирисидә бир - биригә чәмбәрчәс бағлимақта. бу даиридә түрк кеңишиниң түрлүк тәрәплири вә бу кеңәшниң тәҗрибиси һәққидә тәпсилий тохилип өтүшкә тоғра келиду.

түрк кеңиши түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр ара кәң көләмлик һәмкарлиқни тәшвиқ қилиш мәқситидә 2009 йили қурулған хәлқаралиқ бир тәшкилаттур. түрк кеңишиниң қурғучи әзалири әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийәдур.

түркмәнистан «даимий бир тәрәп дөләт» салаһити сәвәбидин, өзбекистан болса өтмүштики бәзи сийасий сәвәблири сәвәбидин түрк кеңишигә әза болмиған. бирақ өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев түрк кеңишигә интайин көңүл бөлмәктә. шуңа, өзбекистанниң йеқин заманда түрк кеңишигә әза болуши күтүлмәктә.

өзбекистанниң түрк кеңишигә әза болуш нийитиниң барлиқини изһар қилиши, һәм түрк кеңишиниң кеңийиши, һәмдә өзбекистанниң түрк дунйаси билән бир гәвдилишиши үчүн муһим бир қәдәм һесаблиниду.

болупму қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә түркийә билән болған икки тәрәплик мунасивәтлири һәм һәмкарлиқни күчәйтишкә тиришиватқан өзбекистанниң қисқа мәзгилдә түрк кеңишигә әза болуши муқәррәрдәк қилиду. дәрвәқә, йавропа иттипақи әзаси болған венгирийәгә «көзәткүчи дөләт» лик салаһийити берилиши, түрк кеңишиниң районлуқ вә хәлқаралиқ әһмийитиниң зорийишида муһим рол ойнайду.

буниңдин башқа йәнә, йиғинда, түрк кеңишиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида көзәткүчи тәшкилат салаһийитигә еришишини қолға кәлтүрүш вә бу мәқсәттә елип бериливатқан паалийәтләрни қоллаш тоғрулуқ қарар мақулланди. бу қарарға асасән, түрк кеңиши алдимиздики басқучта әзалиқ вә көзәткүчилик паалийәтлиригә әһмийәт бериши керәк. бу нуқтидин елип ейтқанда, бу қетимқи йиғин, түрк кеңишиниң кеңийиши вә түрк дунйаси билән бир гәвдилишиши җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

түрк кеңишиниң нөвәтчи рәислик вәзиписи қазақистандин қирғизистанға өткүзүп берилгән бу йиғинда, түрк кеңишиниң 2014 – 2018 – йиллиридики паалийәтлири хуласилинип, кәлгүсигә қарита муһим мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүши үчүн йеңи қарарлар мақулланди.

йиғиндин кейин тәрәпләр «чолпан ата байаннамиси» вә «венгирийәгә түрк кеңишигә көзәткүчи әзалиқ салаһийити бериш қарарнамиси» ни имзалиди. буниңдин башқа йәнә, «түркий тилда сөзлишидиған дөләтләрниң бир гәвдилишиш әһдинамиси», түрк кеңишиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға көзәткүчи әза болуш паалийәтлирини қоллаш қарарнамиси һәмдә йашлар вә миллий тәнтәрбийәләр саһәлиридә һәмкарлиқни күчәйтиш нишан қилинған ортақ байаннамини мақуллиди.

йиғинда йәнә, дөләт башлиқлириниң ортақ қарариға асасән, түрк кеңишиниң баш катиблиқиға, қазақистанниң иран ислам җумһурийитидә турушлуқ баш әлчиси бағдад әмрейев, түрк кеңишиниң муавин баш катиблиқиға өмәр коҗаман, хәлқара түрк академийәсиниң башлиқлиқиға  даркхан қудйирали қайтидин тәйинләнди.

йиғинда, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин сунулған «әза дөләтләр ара сода ишлирида миллий пулларни ишлитиш» тәклипи йиғин иштиракчилириниң диққитини қозғиди һәм қизғин алқишиға еришти.

йәр шари характерлик ваә районлуқ геополитикилиқ риқабәт күчәйгән, иқтисадий ембарголар нәтиҗисидә сода урушлири қизип кәткән бир мәзгилдә сунулған бу тәклип барлиқ әза дөләтләргә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә. чүнки, йеқинқи йилларда нефит баһасиниң төвәнләп кетиши вә йәр шари характерлик иқтисадий әһвалниң тәсиридә әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанниң миллий пуллири долларниң алдида көзгә көрүнәрлик дәриҗидә қиммитини йоқатти.

йиғинда, қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев тәрипидин тәклип қилинған «түрк дунйасидики 100 йеңи мәшһур шәхс» вә «түрк дунйасидики муқәддәс җайлар» лайиһәлири, һәм түрк дөләтлириниң тарихий мунасивәтлири вә бирликини йәниму мустәһкәмләш һәмдә түркий хәлқләрниң ортақ мәдәнийитини җаһанға тонуштуруш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

мәзкур лайиһәләр түрк кеңиши тәрипидин ишқа ашурулуватқан «заманиви йепәк йоли ортақ сайаһәт пирограммилири» лайиһәси билән бирләштүрүлсә, барлиқ әза дөләтләрниң сайаһәт ишлириниң техиму тәрәққий қилишиға наһайити зор төһпиләрни қошиду.

йиғинда, түрк кеңишиниң 7 – нөвәтлик алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға сунулидиған «түркий тилда сөзлишидиған дөләтләрни бир гәвдиләштүрүш әһдинамиси» ниң қобул қилиниши наһайити муһимдур. чүнки, бу арқилиқ һәм түрк дунйасиниң һәмдә түрк кеңишиниң һәмкарлиқ мәсилисидә җиддий қәдәмләр ташлиниду. буниңдин башқа йәнә, түрк кеңишиниң йәр шари характерлик вә районлуқ тәсир күчини зорайтиш үчүн, һәм тәшкилатниң һәмдә әза дөләтләрниң тәшкилатқа мунасивәтлик қисқа, оттура вә узақ мәзгиллик истиратегийәлик қарарлири вә пиланлири бәлгилинип чиқилиши лазим.

бу қетимқи йиғинда, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр ара сийасий, иқтисадий, сода, иҗтимаий вә мәдәнийәт җәһәттики һәмкарлиқни йәниму күчәйтишкә қарита муһим қарар мақулланди.

түрк кеңиши һәм көплигән һөкүмәтләр ара мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатлирини маслаштуруш ишлириға мәсул асаслиқ тәшкилат болуш сүпити билән, һәм иқтисадий вә енергийә җәһәттики әвзәллики сайисида, йавропа иттипақиға охшап кетидиған алаһидә бир қурулмиға игидур. бирақ, әза дөләтләрниң мәвҗут иқтисадий, сийасий күчи вә йәр шари характерлик нопузи нәзәрдә тутулуп, түрк кеңишиниң нишанлирини «узақ мәзгиллик нишан» қилип бекитиш интайин зөрүр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر