җумһур рәис әрдоған қирғизистанда қизғин қарши елинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қирғизистан пирезиденти җенбеков тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қизғин қарши елинди.

1041372
җумһур рәис әрдоған қирғизистанда қизғин қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: мурасимда һәр икки дөләтниң истиқлал маршлири оқулди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  һөрмәт қаравулиға салам бәрди.

рәсмий қарши елиш мурасимидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қирғизистан пирезиденти җенбеков айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип бериш үчүн дөләт сарийиға өтти.

учришишлардин кейин, түркийә – қирғизистан истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң 4 – нөвәтлик йиғини өткүзүлмәктә.

игилинишичә, йиғиндин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қирғизистан пирезиденти җенбеков қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر