түркмәнләр ачлиқ елан қилди

ирақниң кәкүк шәһиридә омумий сайламда һийлә ишлитилгәнликини илгири сүрүп намайиш өткүзгән түркмәнләр ачлиқ елан қилди.

974183
түркмәнләр ачлиқ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ түркмән йашлири вә оқуғучилар бирликиниң башлиқи мурат түркмән бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «һийлә ишлитилгән сайламлардики беләтләрни қайтидин санашни тәләп қиливатқан 50 түркмән йаш ачлиқ елан қилишни қарар қилди.»

нишанлириниң сайламларда һийлә ишлитилгәнликини паш қилиш арқилиқ, түркмәнләрниң ирадисини оғрилимақчи болғанларниң пиланлирини битчит қилиш икәнликини әскәрткән түркмән мундақ дәп көрсәтти: «кәркүктә сайламларға йүз миңларчә түркмән сайлиғучи қатнашқан болсиму, толиму әпсуски, сайламниң нәтиҗилири мөлчәрлиримиздин хелила төвән. беләтләрниң қол билән салиниши үчүн мәркизий бағдад һөкүмити, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқаралиқ тәшкилатлардин бизни қоллишини күтүватимиз.»

кәркүклүк абдуллаһ нәсруллаһму түркмәнләрниң бу  шәһәрдә излириниң өчүп кәтмәслики үчүн ачлиқ елан қилғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر