түркмәнләр омумий хәлқ итаәтсизлик һәрикити башлайдиғанлиқини билдүрди

түркмән миллийәтчиләр һәрикити башлиқи аббас байатли намайишта сөз қилип, «әгәр тәләплиримиз орундалмайдикән, биз түркмәнләр омумий хәлқ итаәтсизлик һәрикити башлаймиз» деди.

972002
түркмәнләр омумий хәлқ итаәтсизлик һәрикити башлайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң кәркүк шәһиридики түркмәнләр омумий сайламға һийлә ишлитилгәнликигә қарши наразилиқ намайиши башлиди вә әгәр тәләплири қобул қилинмиған тәқдирдә, бу наразилиқларни омумий хәлқ итаәтсизлик һәрикитигә айландуридиғанлиқи һәққидә алаһидә агаһландуруш елан қилди.

түркмән миллийәтчиләр һәрикити башлиқи аббас байатли, ирақ сайлам комессарлиқи алдида өткүзүлгән намайишта сөз қилип: «әгәр тәләплиримиз орундалмайдикән, биз түркмәнләр омумий хәлқ итаәтсизлик һәрикити башлаймиз» деди.

аббас байатли сайлам нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини тәкитләп: «бу гуманлиқ сайлам һәққидә инчикә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилимиз, әгәр тәкшүрүш елип берилмайдикән вә ташланған беләтләр қол билән қайта саналмайдикән, биз сайлам нәтиҗисини һәргиз етирап қилмаймиз» деди.

ирақниң кәркүк шәһиридики түркмәнләр шәнбә күни (12-май) өткүзүлгән омумий сайламлардин кейин, түркмәнләр әң зич олтурақлашқан районларда ташланған беләтләрниң һийләнәйрәң арқилиқ корд партийәләрниң һесабиға йезилғанлиқи сәвәбидин намайиш башлиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر