әзиз санҗар: өзүмни түрк дунйасиниң вәкилидәкла һес қилимән

нобел химийә мукапатиға еришкән әзиз санҗар, өзиниң илһам мәнбәси болған түрк дунйасиниң қазанған утуқлирида алаһидә рол ойниғанлиқини ейтти.

954968
әзиз санҗар: өзүмни түрк дунйасиниң вәкилидәкла һес қилимән

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистандики зийарити даирисидә түркистан шәһиригә барған санҗар, у йәрдики хоҗа әһмәд йәсәви мәқбәрәсини, хоҗа әһмәд йәсәвий хәлқара түрк – қазақ университетини екскурсийә қилип, оқутқучи – оқуғучилар билән һал –әһваллашти.

әһмәд йәсәвий хәлқара түрк – қазақ университети тәрипидин әзиз санҗарға пәхрий пирофессорлуқ унвани берилди. санҗар у йәрдә сөз қилип, түрк дунйасиниң көңүл бөлүшиниң өзини түрк дунйасиниң вәкилидәк һес қилдурғанлиқини вә һөрмәткә лайиқ болушқа тиришиватқанлиқини ейтти.

(түркийә җумһурийитиниң қурғучиси) ататүрк елип барған инқилаблар сайисида нөвәттики орунға игә болғанлиқини тәкитлигән санҗар, «түркийәниң сиртидики түрк җумһурийәтләр башқа дөләтләрниң һакимийити астида туруватқан чағлардиму түрк дунйаси мениң қәлбимдә иди. бу нуқтидин қариғанда, түрк дунйаси маңа нисбәтән бир күч мәнбәси, униң утуқ қазинишимда алаһидә роли бар» деди.

санҗар, бурунларда түрк дунйасиниң илимниң мәркизи икәнликини, буни йавропа вә америкилиқларниңму қобул қилидиғанлиқини, қәдимки чағлардин башланған илимгә түрк дунйасиниң 500 йил башламчилиқ қилғанлиқини, арқидин пәрқлиқ сәвәбләр түпәйли илимдә турғунлуқ баш көтүрүп, мәшәлни ғәрбниң қолиға алғанлиқини ейтти вә сөзини давамлаштуруп, «нобел мукапати һәммә ишниң өлчими әмәс. лекин, бир йәргичә бир милләтниң, бир органниң илим саһәсидики утуқиға вәкиллик қилиду» деди.

бир мәсилини һәл қилиш үчүн 45 йил бойичә тиришчанлиқ көрсәткәнликини қәйт қилған санҗар, йашларни илимгә әһмийәт беришкә чақирди.

әһмәд йәсәвий хәлқара түрк – қазақ университети башлиқи пирофессор доктор муса йилдизму, нобел мукапатиға еришкән түрк дунйасиниң алими санҗарниң қазақистанға барғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрди.

нобел мукапати саһиби әзиз санҗарниң 20 – апрелда қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә чақирилидиған «илим – пән вә миллий тәрәққийат» намлиқ йиғинға иштирак қилиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر