хуш хәвәр: түрк дунйасиниң тарих, әдәбийат вә җуғрапийә дәрсликлири бирләштүрүлиду

ортақ түрк тарихи, ортақ түрк әдәбийати вә ортақ түрк җуғрапийәси дәрслик китаблириниң пат арида түрк дунйасиниң һәр қайси мәктәп вә университетлирида оқутулуши пиланланмақта.

946349
хуш хәвәр: түрк дунйасиниң тарих, әдәбийат вә җуғрапийә дәрсликлири бирләштүрүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанниң пайтәхти астанада түрк тиллирида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләрниң әдәбийат мутәхәссислири ортақ түрк әдәбийати дәрсилики түзүш пилани үчүн келишим һасил қилди.

хәлқара түрк академийәси башлиқи дәрхан қадирәлиниң рийасәтчиликидә тинчлиқ вә маслишиш сарийида өткүзүлгән йиғинға, түркийә маарип министирлиқиға қарашлиқ йавропа иттипақи вә ташқи мунасивәт ишлири оргини мудири илһан ақсой, әзәрбәйҗан дөләтлик пидагогека университетидин дотсент доктор билал һәсәнов, қирғизистан түркийә манас университети шәрқ тиллири факолтетути башлиқи пирофессор доктор османахон ибрайимовдин башқа йәнә, тарих вә әдәбийат саһәси бойичә нурғунлиған мутәхәссисләр қатнашти.

хәлқара түрк академийәси башлиқи дәрхан қадирәли йиғинниң ечилиш нутиқида, алдинқи йили түзүлгән ортақ түрк тарихи дәрслик пиланиниң түрк тиллирида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләрниң тарих мутәхәссислири тәрипидин тәстиқлинип, «ортақ түрк тарихий» дәрслик китабиниң тәййарланғанлиқини вә келәр йилидин башлап түркийәдики һәр қайси мәктәпләрдә таллаш характерлик дәрс сүпитидә оқутулуш қарари мақулланғанлиқидин нәқәдәр шадлиққа чөмгәнликини ейтти.

дәрхан қадирәли: «бу ишқа түркийә башламчилиқ қилған болди, алдимизда өткүзүлидиған алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида тәстиқланғандин кейин, әзәрбәйҗан, қирғизистан вә қазақистандиму биз бирликтә тәййарлиған ортақ түрк тарихий дәрслики китаби таллаш характерлик дәрс сүпитидә өтүлидиғанлиқидин қилчә гуман қилмаймиз» деди.

дәрхан қадирәли әмди нөвәтниң ортақ түрк әдәбийати дәрсликигә кәлгәнликини алаһидә җекилиди.

түркийә маарип министирлиқиға қарашлиқ йавропа иттипақи вә ташқи мунасивәт ишлири оргини мудири илһан ақсойму ортақ түрк әдәбийати дәрслики лайиһәсини қоллап - қуввәтләйдиғанлиқини тилға елип: «мунасивәтлик хизмәтлиримизни тамамлидуқ, иншааллаһ түрк дунйаси үчүн интайин пайдилиқ болиду, дәп қараймиз» деди.

әзәрбәйҗан дөләтлик пидагогека университетидин дотсент доктор билал һәсәнов бу лайиһә даирисидә, түрк хәлқлириниң мәниви, сийасий вә тарихий бирликиниң әкис әттүрүп берилгәнликини тәкитләп: «бу лайиһәниң әмәлгә ешиши үчүн барлиқ күчимизни ишқа салимиз» деди.

қирғизистан түркийә манас университети шәрқ тиллири факултетути башлиқи пирофессор доктор османахон ибрайимов «ортақ түрк тарихи, ортақ түрк әдәбийати вә ортақ түрк җуғрапийәси дәрслик китаблириниң һәм мәктәпләрдә, һәм университетларда оқутулушиниң түрк дунйасиниң бирлики вә баравәрликини ишқа ашуруидиғанлиқини ейтти.

ортақ түрк әдәбийати дәрслик пирограммиси лайиһәси, түрк тиллирида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләрниң маарип министирлиқлири тәрипидин тәстиқланғандин кейин, андин дәрслик китабини тәййарлашни өз ичигә алиду.

түрк тиллирида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши алдинқи йили сентәбир ейида сунулған тәклип лайиһәси даирисидики ортақ түрк тарихи дәрслик китабини бу йил (2018) тамамлашни пиланлимақта.

бу лайиһәни түрк тиллирида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида һәр қайси дөләт пирезидентлириниң тәстиқлиши күтүлмәктә.

буниңдин башқа, келәр йили йәнә, ортақ түрк җуғрапийәси дәрслик лайиһәсиниң ишқа ашурулишиму пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر