«хоҗали қәтлиами» инсанийәт тарихи архиплиридики номус қиларлиқ җинайәт

түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи исмаил қаһраман «хоҗали қәтлиами» ниң инсанийәт тарихи архиплиридики номус қиларлиқ җинайәт икәнликини ейтти.

918283
«хоҗали қәтлиами» инсанийәт тарихи архиплиридики номус қиларлиқ җинайәт

түркийә авази радийоси хәвири: қаһраман «хоҗали қәтлиами» ниң 26 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, «хоҗали қәтлиами» ниң инсанийәт тарихи архиплиридики номус қиларлиқ җинайәт икәнликини тәкитләп мундақ деди: «қәтлиам йүз берип аридин 26 йил өткән болсиму, толиму әпсуски, хәлқаралиқ сот мәһкимиләр җавабкарлардин һазирғичә һесаб сорғини йоқ. бирләшкән дөләтләр тәшкилати <хоҗали қәтлиами> ниң һесабини сориши лазим.»

у йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң  әрменийәниң тағлиқ қарабағ вә әзәрбәйҗанниң башқа районлиридики ишғалийитигә хатимә бериштә актип рол ойниши керәкликиниму сөзлиригә илавә қилди.

1992 – йили 26 – феврал күни әрменийә қисимлириниң әзәрбәйҗанниң үстүн қарабағ районидики хоҗали йезисиға бесип кирип, һуҗум қилиши нәтиҗисидә айаллар, нарисидә балилар вә йашанғанлар болуп, йүзләрчә әзәрбәйҗан пуқраси вәһшийләрчә қтл қилинған, миңдин артуқ киши әсиргә елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر