қазақистанда паспорт, кимлик вә башқа рәсмий һөҗҗәтләр латин йезиқида тарқитилиду

қазақистан һөкүмити басқучму басқуч латин елипбәсигә өтүш қарари алған иди.

892345
қазақистанда паспорт, кимлик вә башқа рәсмий һөҗҗәтләр латин йезиқида  тарқитилиду

 

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда 2025 – йилиға қәдәр басқучму басқуч латин елипбәсигә өтүш пиланиға бинаән, 2021 – йилидин башлап паспорт, кимлик вә башқа рәсмий һөҗҗәтләрниң латин йезиқи билән тарқитилиши мөлчәрләнмәктә. 

қазақистан һөкүмити тәрипидин елан қилинған уқтурушта: «паспорт, кимлик вә башқа рәсмий һөҗҗәтләр дөләт тилимиз болған қазақ тилида вә латин йезиқи  билән  тарқитилиду» дейилди.

уқтурушта йәнә, башқа дөләт исимлири, пайтәхтлири, окйанлар вә дунйаниң сийасий хәритиси қатарлиқларниңму латин йезиқи  билән йезилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر