шималий қибрис түрк җумһурийитидә сайлам нәтиҗилири елан қилинди

шималий қибрис түрк җумһурийити алий сайлам кеңиши йәкшәнбә (7-йанвар) өткүзүлгән сайлам нәтиҗилирини елан қилди.

885109
шималий қибрис түрк җумһурийитидә сайлам нәтиҗилири елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити алий кеңиши елан қилған сайлам нәтиҗилиригә асасланғанда, баш министир һүсәйин өзгүргүн рәһбәрликидики миллий бирләшмә партийәси %35.57 авазға еришип биринчи болған. җумһурийәтчи түрк партийәси билән демократ партийә көп авазға еришәлмигән.

алий сайлам кеңиши рәиси нарин фәрди шәфик пайтәхт ләфкошада кеңәш әзалири билән өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, сайламда үстүнлүккә еришкән миллий бирләшмә партийә парламентта 21 орунға, җумһурийәтчи түрк партийәси 12 орунға, хәлқниң партийәси тоққуз орунға, хәлқчи демократийә партийәси үч орунға, демократ партийәси үч орунға вә қайтидин туғулуш партийәси икки орунға еришкәнликини؛ инавәтсиз авазниң %11.7 болғанлиқини билдүрди.

шималий қибрис түрк җумһурийитидә өзгүргүн рәһбәрликидики миллий бирләшмә партийәси билән сәрдар дәңкташ рәһбәрликидики демократ партийәниң бирләшмә һөкүмити һакимийәт бешида иди. парламентта 18 әзаси болған миллий бирләшмә партийәси вә төт әзаси бар демократ партийәсиниң бирләшмә һөкүмитини төт нәпәр мустәқил парламент әзаси сирттин қоллиған иди. өктичи партийәләрдин җумһурийәтчи түрк партийәсиниң 20 парламент әзаси, хәлқчи демократ партийәсиниң үч парламент әзаси бар иди.

шималий қибрис түрк җумһурийити парламенти 2017-йил 13-нойабир аваз бирлики билән муддәттин бурун сайлам өткүзүшни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر