өзбекистан билән қазақистан арисида аптобус сәпири башлиди

20 йил илгири өзбекистан билән қазақистан арисида тохтитиветилгән аптобус сәпири қайтидин башлиди.

882518
өзбекистан билән қазақистан арисида аптобус сәпири башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан билән қазақистан арисида 20 йилдин кейин қайтидин аптобус сәпири башлиди.

өзбекистан аптомобил вә су қатнаш вастилири идариси ташкәнт билән қазақистанниң чимкәнт шәһәрлири арисида аптобус қатнайдиғанлиқини уқтурди.

тунҗи йолучилар бүгүн әтигәндә ташкәнттин йолға чиқти.

өзбекистанниң «гишт көприк» вә қазақистанниң «җибәк йоли» чегра еғизлиридин өтидиған аптобус, икки шәһәр арисидики 145 километирлиқ мусапини тәхминән 3 саәттә тамамлайду.

һәр икки шәһәрдин һәр саәттә қозғилидиған аптобусларға чегра еғизлирида рәсмийәтләрниң асан беҗирилидиғанлиқи билдүрүлди.

өзбекистан аптомобил вә су қатнаш вастилири идариси пат йеқинда өзбекистанниң сәмәрқәнт, бухара вә һивә қатарлиқ тарихий шәһәрлиридинму қазақистанға аптобус қатнайдиғанлиқини уқтурди.

өзбекистан билән қазақистан арисидики аптобус сәпәрлири 1997-йили тохтитиветилгәниди.

йеқинқи мәзгилләрдә мунасивәтлирини йахшилаш йолида күч сәрп қиливатқан өзбекистан билән қазақистан, бултур ташкәнт вә алмата шәһәрлири арисида пойиз сәпири орунлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر