қирғизистан пирезиденти өзбекстанни зийарәт қилди

мирзайев: «бизниң шанлиқ өтмүшимиз бар. әлвәттә, ортақ келәчикимизму болиду. вақти кәлгәндә икки дөләт оттурисида чегралар болмайду, биз бир күни буниңға йетимиз» деди.

868562
қирғизистан пирезиденти өзбекстанни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти соронбай җәәнбеков рәсмий зийарәт үчүн йетип кәлгән өзбекстан пайтәхти ташкәнттә пирезидент шәвкәт мирзайев билән көрүшти.

икки рәһбәрниң айрим учришиши вә һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишидин кейин, икки дөләт оттурисида йашлар сийасити, ишчилар уйушмилири, билим-техника, таможна, малийә-иқтисад саһәлири вә җиддий әһвалларда һәмкарлиқ орнитиш тәклип қилинған келишимләр имзаланди. буниңдин башқа, 2018-йилидин 2021-йиллири арисида сода-иқтисад, билим-техника вә инсаний саһәләрдә өзара һәмкарлиқ орнитишқа мунасивәтлик «һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ пирограммиси» имзаланди.

мирзайев билән җәәнбеков ортақ хитабнамигиму имза қойди. имза мурасимидин кейин, өткүзүлгән ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида, өзбекстан пирезиденти мирзайев мундақ деди:

«бу, икки дөләт пирезидентлириниң үчинчи қетим көрүшүши болуп һесаблиниду. көрүшүшлиримиздә муһим мәсилиләрни музакирә қилип, һәл қилдуқ. бүгүнки айрим учришишимиз вә һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишта, һәр икки дөләтниң нурғун мәсилиләрдики қарашлириниң бир-биригә йеқин икәнликини билдуқ. җәәнбеков пирезидент болуп сайланғандин кейин, рәсмий зийарәтлиридин бирини өзбекстандин башлиди. бизниң шанлиқ өтмүшимиз бар. әлвәттә, ортақ келәчикимизму болиду.бу йил икки дөләт оттурисидики ташқи сода омумий соммиси тунҗи қетим 250 милйон долларға йәтти, биз бу рәқәмни йиллиқи 500 милйон долларға чиқиришни нишан қилдуқ, буниң үчүн қолимиздин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситимиз.»

мирзайев сөзидә, икки дөләт оттурисида йеқинқи мәзгилләрдә муһим мәсилиләрниң һәл қилинғанлиқини, бәзи чегра еғизлириниң аридин узун вақит өткәндин кейин ечиветилгәнликини әскәртип: «вақти кәлгәндә икки дөләт оттурисида чегралар болмайду, биз бир күни буниңға йетимиз, чүнки биз тили, дини вә йилтизи охшаш болған хәлқләрмиз» деди.

мирзайев икки дөләт оттурисида авийатсийә сәпәрлири билән төмүр йол қатнишини көпәйтиш, аптобус қатнишини башлаш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини؛ өзбекстан-қирғизистан-хитай төмүр йолиниң йасилишиниң икки дөләткила әмәс, бәлки район дөләтлиригиму пайдилиқ икәнликини؛ бу лайиһә әмәлгә ашқанда оттура асийаниң қатнаш-тирансипорт саһәсидики йошурун күчиниң техиму ашидиғанлиқини қәйт қилди.

қирғизистан пирезиденти җәәнбеков йеқинқи йилларда икки дөләт мунасивәтлириниң тез сүрәттә илгирилигәнликини, нурғун мәсииләрниң һәл қилинғанлиқини, бу йил (2017) тунҗи қетим дөләт чегра келишиминиң имзаланғанлиқини вә чегра еғизлириниң өзара ечиветилгәнликини билдүрди. җәәнбеков: «биз икки дөләт чеграсини достлуқ, һәмкарлиқ вә йахши қошнидарчилиқ чеграсиға айландурдуқ» деди.

қирғизистан пирезиденти җәәнбеков өзбекстан-қирғизистан-хитай төмүр йол қурулушини қоллашниң вә икки дөләт оттурисида аптобус қатнишини башлашниң әһмийитини тәкитләп, өзбекстан билән қилинған музакирәләрниң қериндашлиқ муһитида өткәнликини әскәртти.

җәәнбеков сөзини ахирлаштуруп, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққийатиға қошқан төһписи мунасивити билән, қирғизистанниң алий орденлиридин бири болған «данакар ордени» ни мирзайевға тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر