түркмәнләр районини даештин тазилаш һәрикити җәрйанида нурғун әскәр өлди

ирақта түркмәнләр йашаватқан мусулға қарашлиқ тәләфәр районини даештин тазилаш һәрикити җәрйанида 115 әскәр қаза қилди, 679 киши йариланди.

800406
түркмәнләр районини даештин тазилаш һәрикити җәрйанида нурғун әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: тәләфәр һәрбий һәрикитиниң қомандани генерал абдуләмир йаруллаһ бағдадта өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида: « тәләфәрдә 20 – авғуст күни башланған һәрбий һәрикәтләр җәрйанида дөләт хәвпсизлик күчлиридин 115 киши қаза қилди, 679 киши йариланди» деди.

өлгәнләр вә йариланған саниниң көп болушиниң, тәләфәр һәрикити җәрйанида қаттиқ тоқунушлар йүз бәргәнликиниң испати икәнликини әскәрткән йаруллаһ, өлтүрүлгән даешчи террористларниң 2 миңға йетидиғанлиқини қәйт қилди һәмдә тәләфәр һәрикити җәрйанида даешчи террористлар билән тоқунушмастин наһийәни тәрк етиш тоғрулуқ келишим түзүлгәнликигә алақидар хәвәрләрниң йалған икәнликини тәкитләп мундақ деди: «һечқандақ бир террористниң бизгә тәслим болғини йоқ, биниң террористлар билән келишим түзгәнликимизму йалған.  ирақ күчлири кәркүккә қарашлиқ һавиҗә наһийәсини даештин азад қилиш һәрикитигә тәййарланмақта. һавиҗә, тикриткә қарашлиқ ширгат вә әнбарниң ғәрбидики даешни йоқитиш үчүн һәрикәткә өтимиз.»

ирақниң муавин пирезиденти нури әлмалики бу һәқтә елан қилған байанатида: «һәммигә мәлумки, тәләфәр тоқунуш әмәс, келишим нәтиҗисидә азад қилинди» дегән, маликиниң байанатлири  ирақ даирилири вә хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған һәмдә талаш – тартишларға сәвәб болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر