атамбайев америка базисини әйиблиди

қирғизистан пирезиденти алмазбек атамбайев, иссиқ көл әтрапидики чолпан ата шәһиридә мухбирлар билән көрүшүп, америкиниң тақиветилгән һәрбий базиси тоғрисида муһим сөзләрни қилди.

777207
атамбайев америка базисини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти алмазбек атамбайев, бишкәктики манас хәлқара айродурумиға америка қошма иштатлири һәрбий базиси орунлашқанлиқи түпәйли башқурулидиған бомба етилидиғанлиқи тоғрисида тәһдиткә учриғанлиқлирини билдүрди.

иссиқ көл әтрапидики чолпан ата шәһиридә мухбирлар билән көрүшкән атамбайев, 2011 – йили манас хәлқара айродурумиға орунлашқандин кейин, 2014 – йили чиқириветилгән америка һәрбий базиси тоғрисида һәйран қаларлиқ сөзләрни қилди. у, бу һәқтә тохтилип, «русийә билән хитайниң җимҗит вә тинч қирғизистанға еһтийаҗи бар. бирақ, бәзи дөләтләр пәрқлиқ ишларниң койида. америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократлар мәзгилидики сийасәтлиригә қәтий қизғин қаримаймән. 2014 – йили бәзи дөләтләр, әгәр зөрүр тепилса, америка айропиланлирини башқурулидиған бомба билән етип чүшүридиғанлиқини вә хәлқимизгә зийан йетидиғанлиқини ашкара оттуриға қойди» деди.

америка қошма иштатлирини район дөләтлириниң ички ишлириға арилишиш билән әйиблигән атамбайев, өзбекистанниң сабиқ пирезиденти ислам кәримовниң су йүзисидин оттура асийада уруш чиқиш еһтималиниң барлиқи тоғрисидики сөзлирини хатириләткән һалда, «бу байанатлардин кейинла америкилиқлар өзбекистанға һәр бири бир милйондин долларлиқ 328 данә бироневик сатти. мана бу, уларниң демократийәсиниң бәдили. улар, икки қериндаш хәлқни – қирғизлар билән өзбекләрниң арисини бузушқа урунди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر