түрк дунйаси бурсада учрашти

бу йил иккинчи қетим өткүзүлгән «түрк дунйаси ата тәнтәрбийәлири паалийити» бурсаниң кәләс наһийәсидики коҗайайлада башлиди.

775721
түрк дунйаси бурсада учрашти
bursa keles.jpg
bursa keles.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бурса вә түркийәдики йөрүк – түркмән җәмийәт вә федератсийәлириниң вәкиллириму иштирак қилған паалийәт даирисидә, оғлақ тартишиш, челишиш, ат бәйгиси, ат үстидә туруп оқйа етиш, атлиқ челишиш, пийадә йүрүп оқ етиш, ошуқ етиш... дегәндәк тәнтәрбийә, уруш вә истратегийә ойунлири ойнилишқа башлиди؛ олудағниң етикидики тарихий коҗайайлада қазақ, қирғиз, уйғур, өзбек, түркмән, татар, ноғай дегәндәк туғқан хәлқләрниң мәдәнийәт буйумлири, таам вә кийим – кечәклири тонутулди.

паалийәткә қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, моңғулийә , алтай аптоном җумһурийити, әзәрбәйҗан, қирим, афғанистан, уйғур ели, дағистан аптоном җумһурийити, татаристан, шималий қибрис түрк җумһурийити, гирузийә (қара қалпақлар), македонийә, булғарийә, косово, ирақ түркмән ели, сүрийә байирбурҗақ, роминийә, венгирийә, пакистан вә түркийәдин тәнтәрбийәчиләр вә иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң вәкиллири иштирак қилди. хәлқаралиқ алаһидиликкә игә мәзкур паалийәт бүгүн ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر