түркмәнистанда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди

түркмәнистанда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 40 әзасиға қамақ җазаси берилип, мал – мүлки мусадирә қилинди.

775295
түркмәнистанда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистанда назарәткә елинған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 40 нәпәр әзасиға 10 йилдин 25 йилғичә қамақ җазаси берилди.

җаза берилгәнләрниң көпинчиси фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә мәктәпләрдә оқуш пүттүргән болуп, йәнә бәзилириниң бу мәктәпләргә четишлиқ карханичилар икәнлики билдүрүлди. 

қамаққа елинған фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилати әзалириниң мал – мүлки мусадирә қилинди.

түркмәнистанда алдинқи йили фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға әза болған тәхминән 150 киши сотқа тапшурулған вә мушу йил феврал ейида улардин 18 кишигә қамақ җазаси берилгән иди.  

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر