қибрис музакирилири вә униң районға көрситидиған тәсири

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «қибрис музакирилири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз.

774530
қибрис музакирилири вә униң районға көрситидиған тәсири

түркийә авази радийоси: қибрис мәсилиси дунйаниң узундин буйан һәл қилиналмай келиватқан мәсилилириниң бири. ақ деңизниң оттурисидики бу истратегийәлик арал йеқиндин буйан дунйави бир мәсилә сүпитидә қайтидин хәлқара медийаниң күнтәртипидин орун елишқа башлиди. әслидә йеқинқи мәзгилләрдә мәсилиниң һәл қилинишиға йеқинлишиш көрүлди. һәммигә мәлум болғинидәк, 2005 – йили «аннан пилани» омумий хәлқниң авазиға қойулди, бирақ бу мусапиму мәғлубийәт билән ахирлашти. түрк тәрәп «аннан пилани» ни қоллиған болса, римлар уни рәт қилди. шундақ болушиға қаримай, йавропа иттипақи римларни мукапатлиди؛ җәнубий қибрисни дипломатик пиринсипларни чәйләп өтүп әзалиққа қобул қилди.

ахирқи қетим б д т  баш катипиниң қибрис алаһидә вәкили еспен барт ейдениң назарәтчилики астида 28 – ийунда қибрис музакирилири қайтидин башлиди. наһайити қойуқ шәкилдә он күнгә йеқин давамлашқан музакириләр үнүмсиз ахирлашти. музакирә җәрйанида чиқирилған «қәтий мәхпий тутуш» қарариға түркийә, шималий қибрис түрк җумһурийити вә әнглийә толуқ мәнидә бойсунди. бирақ, гиретсийә билән җәнубий қибрис рим тәрипи, түрк тәрипиниң тәклиплиригә башқа мәсилиләрни илавә қилип мәтбуатқа ашкарилиди вә бу арқилиқ түрк тәрипини қутритишқа урунди. буниңдин башқа рим тәрәп, йиғин давамлишиватқан пәйттә б д т мәхпий тутушни қарар қилған һөҗҗәт вә учурларни б д т  вә түрк тәрипидин илгири бурмилап тарқатти.

түрк тәрипи болса, писхологийәлик үстүнлүкни баштин тартипла қолидин бәрмиди, һалқилиқ қәдәмләрни ташлиди. тәклипләрниң ашкарилинип кәтмәсликигә алаһидә диққәт қилған һалда, б д т  баш катипи антонио гутеррес билән ортақлашти. медийа урушиға киришниң орниға баш катип вә б д т ни васитә қилип йаришиш һасил қилиш истратегийәсини йақлиди.

мунасивәтлик тәрәпләр бу қетимқи сөһбәт вә музакириләрниң үнүмлүк болидиғанлиқини күтмәктә иди. чүнки, пәқәт қибрис түрк вә рим һөкүмәтлирила әмәс, 1960 – йилидики қурулуш әһдинамисиниң капаләтчи дөләтлири түркийә, гиретсийә вә әнглийәму аридин узун йиллар өткәндин кейин бир йәргә җәм болди вә б д т  баш катипиниң назарәтчилики астида шивейтсарийәдә йиғин өткүзди. бирақ, бу музакириләр ахирқи минутларға кәлгәндә, җәнубий қибрис рим даирилириниң келишим түзүштин йалтийиши билән суға чилашти.

қибрис мәсилисиниң һәл қилинишиға тосалғу болуватқан әң чоң амил, рим тәрәпниң түркийәниң капаләтчи дөләт болуштин ваз кечип, аралдики әскәрлирини чекиндүрүшигә алақидар бинормал тәләплиридә һелиһәм чиң турувелиши болуп, бу мәсилә түркийәниң наһайити орунлуқ қизил сизиқи һесаблиниду. чүнки, қибриста һасил болған тәҗрибиләр, қибрис түрклириниң мәвҗудийитини пәқәт түркийәниң капаләтчилики вә һәрбий мәвҗудийити арқилиқла капаләткә игә қилғили болидиғанлиқини көрсәтти. һәммигә мәлум болғинидәк, 1974 – йилидики қибрис келишимигә зит һалда еносис тәрәпдари һәрбий өзгириш елип берилип түркләр қәтл қилинди. шундақ болушиға қаримай, иккинчи бир капаләтчи дөләт әнглийә һеч иш қилмиди. йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақиниң боснийә – гертсеговина, косово вә украинаға охшаш йеқин әтрапида йүз бәргән һәрбий тоқунушлар вә қәтлиамларниң алдини елиш җәһәттики мәғлубийәт вә истәксизликму оттурида турупту. ирқчилиққа йатидиған қарашларға игә римларниң келәчәктә хәлқара сәһнидә һасил болидиған бирәр пурсәттин пайдилинишқа тосқунлуқ қилидиған бирдинбир зор күч түркийәниң капаләтчилики вә қибристики һәрбий мәвҗутлуқидур. хәлқара җәмийәт һәқиқәтән қибрис мәсилисигә үзүл – кесил чарә тепишни халайдиған болса, римларни бу җәһәттә қайил қилишиға тоғра келиду.

қибрис түркийәниң җәнубиға җайлашқан болуп, түркийә қирғақлириға интайин йеқин бир арал. истратегийәлик орни, қатнаш түгүни вә байлиқлири нуқтисидин ақ деңизниң әң муһим җайлириниң бири һесаблиниду. русийәниң ақ деңиздики һәрикәтлири көпийип кетиватқан, пүткүл дунйа районға истратегийәлик бир нуқта, дәп қараватқан мушундақ бир пәйттә, түркийәниң қибристики һәқ – һоқуқлиридин ваз кечишини күтмәслик лазим. бу нуқтида, түркийәниң лондон вә сийурих келишимлиридин чекинишиниң һечқандақ әһмийити йоқ.

һазирқи әһвалда, қибрис мәсилисигә б д т  шерикчилики ичидә туруп чарә тепиш имканийитини асасән қалмиди, дейишкә болиду. башқичә қилип ейтқанда, йеңи сийасәтләр вә барлиқ тәрәпләр қобул қилидиған йеңи нишанларниң сүрәт билән оттуриға қойулуши зөрүр болуп қалди. хуласилигәндә, икки районлуқ, икки хәлқлиқ, икки қурғучи дөләт тәң – баравәр салаһийәткә игә болған, сийасий баравәрликни тайанч қилидиған, түрк әскири вәзипә өтәшни давамлаштуридиған, түркийәниң әмәлий вә паал капаләтчилики сақлинип қалған, земин вә игидарчилиқ мәсилилиридә йол қойулмиған, нөвәтчи рәислик мақулланған бир келишим һасил қилинмай туруп, музакирә өткүзүп аварә болушниң әһмийити йоқ. бу җәһәттә, 34 йилдин буйан мәвҗутлуқини давамлаштуруп келиватқан шималий қибрис түрк җумһурийитиниң, бир тәрәплимә һалда етирап қилиниши үчүн керәклик қәдәмләрниң ташлиниши техиму пайдилиқ болуши мумкин. қандақла болмисун, ахирқи қетимлиқ музакириниң үнүмсиз ахирлашқиниға қийамәт қайим болуп кәтмәйду. түркләр қибриста алийҗанаб бир хәлқ сүпитидә йашашниң йолини тепип чиқишқа мувәппәқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر