түркийә - әзәрбәйҗан - түркмәнистан ташқи ишлар министирлири йиғини бакуда чақирилди

түркийә, әзәрбәйҗан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлири әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда йиғин чақирди.

773602
түркийә - әзәрбәйҗан - түркмәнистан ташқи ишлар министирлири йиғини бакуда чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, әзәрбәйҗан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн бакуға йетип барған чавушоғлу, алди билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшти, арқидин әзәрбәйҗан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлири билән айрим – айрим учришиш өткүзди.

мәвлут чавушоғлу ахирида, мәзкур үч дөләтниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилди.

чавушоғлу, бакудики учришишлирини ахирлаштурғандин кейин, шималий қибрис түрк җумһурийитигә бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر